11.10.2021
бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:
түркийә авази радийоси: «‹вәтән› гезити», «түркийә йешил тәрәққийат инқилабини башлатти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:
җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийәниң париж килимат келишимини мақуллаш арқилиқ йешил тәрәққийат инқилабиниң башланғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «башқа мәсилиләргә охшашла йешил тәрәққийат инқилабидиму йашларниң әң зор қоллишиға еришиватимиз, түркийә, ‹ковид – 19› йуқуми мәзгилидә, күчлүк сәһийә қурулмиси сайисида өзини башқа дөләтләрдин қандақ пәрқләндүргән болса, йешил тәрәққийат инқилабидиму, килимат өзгириши басқучидиму шундақ мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүримиз.»
«‹йеңи шәпәқ› гезити», «әрдоған африқада зийарәттә болиду» сәрләвһилик хәвиридә, мунуучурларға орун аҗратти:
африқа рәһбәрлири билән дипломатик учур - алақисини күчәйтиватқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, африқада зийарәттә болиду. әрдоғанниң, 10-айниң 17-күни башлинип, уда 4 күн давамлишидиған зийарити, ангола, нигерийә вә тогони өз ичигә алиду. 3 – нөвәтлик түркийә-африқа һәмкарлиқ башлиқлар йиғини 12-18-декабир күнлири истанбулда өткүзүлиду.
«‹һөрийәт› гезити», «түркийә йәмәндики бомба һуҗумини әйиблиди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:
түркийә ташқи ишлар министирлиқи йәмәнниң әдән валийси әһмәд һамид ламласиниң аптомобил әтритигә қилинған һуҗумни әйибләп вә тәзийә билдүрүп байанат елан қилди. байанатта, мундақ дейилди: «йәмәнниң әдән вилайитидә түнүгүн әдән валийси әһмәд һамид ламласиниң аптомобил әтритигә аптомобил бомба билән һуҗум қилинғанлиқи, һуҗумда адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәнликидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ, бу қәбиһ һуҗумни қаттиқ әйибләймиз, һуҗумда җенидин айрилғанларға аллаһ тааладин рәһмәт, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, дост вә қериндаш дөләт йәмән хәлқи вә һөкүмитигә тәзийә билдүримиз.»
«‹сабаһ› гезити», «түркийәниң канчилиқ саһәсидә експорт рекорти йаритилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:
дунйада ишләпчиқириливатқан 90 хил кан мәһсулатлириниң 80 игә вә 650 хил мәрмәр таш һәм 150 хил охшимиған тәбиий ташқа саһибханлиқ қиливатқан түркийә, канчилиқ саһәсидә експорт рекортини бузуп ташлимақта. канчилиқ санаити саһәси пәқәт 9-айдила 584 милйон 300 миң долларлиқ мал експорт қилди. шуниң билән, експортниң қиммити алдинқи йилиниң охшаш ейиға селиштурғанда%39.1 болди.
«‹хәвәр түрк› гезити», «формула 1 түркийә Grand Prix һәммини чәксиз һайаҗанға чөмдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:
формула 1-дунйа ләвһә талишиш мусабиқисидә, 16-нөвәтлик пәсиллик формула 1 түркийә Grand Prix мусабиқисидә, мерсидис учқучиси валтери боттас зәпәр қучти.
учқучилар йамғур сәвәбидин пат-пат қийинчилиққа дуч кәлгән истанбул бағчисидики мусабиқә һәммини чәксиз һайаҗанға чөмдүрди, саһәни толдурған тәхминән 80 миң киши рәңгарәң көрүнүшләргә сәһнә болди. мусабиқини алдинқи қатарда тамамлиған мерсидисниң финландийәлик учқучиси валтери боттасқа, лоңқисини түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп тәқдим қилди.