30.09.2021

бүгүнки түркийә гезитлирида асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1712629
30.09.2021

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ› гезити», «әрдоған: сүрийәниң тинчлиқи түркийә вә русийәгә бағлиқ <деди>» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти путин оттурисида елип берилған йүз туранә учришишта, һалқилиқ мәсилиләр музакирә қилинди. болупму сүрийәдики йеңи өзгиришләр музакирә қилинған учришиштин илгири байанат елан қилған әрдоған, «сүрийәгә қарита бирликтә ташлиған қәдәмлиримиз интайин муһим. у районниң тинчлиқиму түркийә билән русийәниң мунасивитигә бағлиқ» деди. «

«хәвәр түрк› гезити», «әрдоған нйу-йорк вақит гезитигә түркийәниң S-400 ни немә үчүн сетивалғанлиқини сөзләп бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: җумһур рәис әрдоған америка нйу-йорк вақит гезити (NYT) ниң зийаритини қобул қилип, <түркийәниң русийәдин S-400 һава мудапиә системисини сетивелиши, шималий атлантик әһди тәшкилатиға зийан йәткүзди> дегән тәнқидләрни рәт қилди вә: «әгәр америка вәтәнпәрвәр башқурулидиған бомба мудапиәлиниш системисини түркийәгә сетип бәргән болса иди, биз S-400 ләрни елишқа мәҗбур болмиған болаттуқ» дегән сөзләрни ишләтти.

«вәтән› гезити», «түркийә билән украина оттурисидики тарихи әһмийәткә игә келишим» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: украина дөләт мудапиә министирлиқи билән байкар ширкити оттурисида ортақ учқучисиз айропилан асраш вә тәрбийәләш мәркизи қуруш тоғрисида келишим имзаланди. келишимгә асасән байкар ширкити украина армийәсигә тәвә василков районида учқучисиз айропиланларни асраш, заманивилаштуруш вә мәшиқ мәркизи қуриду. украина қораллиқ қисимлири түркийәдин 7 данә TB2 учқучисиз һуҗумчи айропилан сетивалған иди. «‹

«сабаһ› гезити», «түркийә сиҗил енергийә җәһәттә дунйада 12-орунда вә йавропада 5-орунда туриду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: енергийә вә тәбиий байлиқ министири фатиһ донмәз түркийәниң һазирқи сиҗил енергийә иқтидари билән дунйада 12-орунда вә йавропада 5-орунда туридиғанлиқини билдүрүп, «биз қуйаш вә шамал енергийисидиму башламчи вә үлгилик дөләт болидиғанлиқимизға ишинимиз. бу ишәнчимизниң муһим намайәндиси сүпитидә, қуйаш вә шамал енергийәсигә мәбләғ селишта әң йуқири пәллигә чиқтуқ» деди.

«һөрийәт› гезити», «фирансийә ширкәтлири түркийәгә салған мәблиғини көпәйтиду» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти: фирансийә ташқи сода вә мәбләғ селиш министири фиранк ристер түркийә билән фирансийәниң өзара содисиниң интайин муһимлиқини тәкитләп, «бултур биз 14 милйард йавролуқ өз-ара содисини ишқа ашурдуқ. йеқинқи айларда өз-ара содиниң тезләшкәнликини көрмәктимиз. шуңлашқа бу йил биз 16 милйард йавроға йетишимиз мумкин» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر