23.08.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1695659
23.08.2021

түркийә авази радийоси: «‹йеңи шәпәқ› гезити», «җумһур рәис әрдоған йавропа рәһбәрлирини көчмәнләр киризисиға қарита қәдәм ташлашқа чақирди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған йавропа рәһбәрлирини афғанистанниң қанунсиз көчмәнләр киризис мәркизигә айлинишидин илгири үнүмлүк қәдәмләрни ташлашқа чақирди. әрдоған йавропа иттипақи кеңиши башлиқи мишел вә әнглийә баш вәзири җонсон билән телефонда көрүшти. афғанистан вә иранда зөрүр тәдбирләр елинмиса, йеңи көчмәнләр долқуниниң муқәрәр икәнликини тәкитлиди. әрдоған мәсилә киризисқа айлиништин илгири болупму йавропа дөләтлири қатарлиқ һәммәйләнниң сәмимийлик билән мәсулийәтни үстигә елиши керәкликини ейтти.

«‹һөррийәт› гезити», «түркийә <панаһлиқ тиләш мәркизи қурди> дегән хәвәрләрниң асассиз икәнликини елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә ташқи ишлар министирлиқи әнглийә таратқулирида чиққан «афғанистанлиқ панаһланғучилар үчүн түркийәдә панаһлиқ тиләш мәркизи қуруш пиланланди» дегән хәвәрләрниң йалғанлиқини билдүрди.

«‹стар› гезити», «түркийәниң қораллиқ вә қоралсиз учқучисиз айропилани <Bayraktar TB2> вә <SİHA> дунйа бойичә әң илғар» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

учқучисиз айропилан ишләпчиқарғучи байкарниң техника ширкити директори сәлчуқ байрақтар түркийәниң учқучисиз айропилан саһәсидә әң алдинқи қатарда икәнликини байан қилди. сәлчуқ байрақтар авийатсийә саһәси илғар дөләтләргә учқучисиз айропилан <SİHA> ларни сатқанлиқини тәкитләп, «<Bayraktar TB2> дунйа бойичә әң илғар» деди.

«‹сабаһ› гезити», «иқтисадтики тез ешиш рекорт йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

бу йил (2021) иккинчи пәсилдә түркийәдә мөлчәрләнгән рекорт дәриҗилик ешиш, актип җәдвәлләрдиму намайан болди. алдинқи алтә айда сода омумий соммиси тунҗи қетим 1 тирилйон лирадин ешип кәтти. сап пайда %155 ешип 89 милйард 500 милйон лираға йәтти. иқтисадий ешишниң мотори болған санаәт саһәсиниң пайдиси 5.5 һәссидинму йуқири өрлиди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «мәмликәтлик айаллар валибол командиси 3 чоң ғәлибини қолға кәлтүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

мәмликәтлик айаллар валибол командиси сербийә, руменийә, киродийә вә булғарийә бирликтә уйуштурған CEV айаллар йавропа валибол ләвһә талишиш мусабиқисиниң B гурупписидики үчинчи мәйдан мусабиқисидә, шиветсийәни 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән йәңди. илгири руменийә вә украинани мәғлуб қилған мәмликәтлик айаллар валибол командиси чемпийонлуқ талишиш мусабиқисидики үчинчи мәйдан мусабиқидиму ғәлибә қилған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر