05.08.2021

түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримзиниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1685930
05.08.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бир телевизийә пирограммисиға қатнашқанда, шивейтсарийәниң җәнвә шәһиридә шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң қәддини тик тутқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң: «сигналимизни мунасивәтлик кишиләргә йәткүзди. икки тәң игилик һоқуқлуқ дөләт, буниңдин ваз кечиш йоқ. биз йәнә бир 50 йил сақлийалмаймиз. немә қилиш керәк болса, шуни қилиш керәк. йавропа иттипақидин мунасивәтлик кишиләр җәнубқа кәлгәндә, немишқа шималға кәлмәйду? уларни кимләр қорқутуватиду?» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтунниң, американиң бәзи афғанистанлиқларниң түркийәни өз ичигә алған үчинчи дөләтләр арқилиқ визиға илтимас қилалайдиғанлиқи тоғрисидики байанатиға қарита: «түркийә һечкимниң сақлаш өйи әмәс, һәм болмайду» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», байрактар қериндашлар ширкити (BAYKAR) ширкитиниң башлиқи сәлчук байрактарниң, төт дөләткә експорт қилиниватқан «2 т б-байрактар» (Bayraktar TB2) намлиқ учқучисиз һава аппарати тоғрисида йәнә 10дөләт билән келишим түзүш басқучида тураватқанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», украина дөләт тәтқиқат иниститутиниң «2 т б-байрактар» учқучисиз һава аппаратлириниң електронлуқ уруш шараитлириға болған чидамчанлиқиға мунасивәтлик синақ нәтиҗилирини дунйаға елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, украина дөләт тәтқиқат иниститутиниң байанатида: «2 т б-байрактар охшимиған хилдики електронлуқ уруш тосқунлуқлириниң тәсирлири астида синақ қилинди. нәтиҗиләргә асасланғанда, байрактарниң електронлуқ уруштин ибарәт заманиви урушта җәң қилиш иқтидари наһайити йахши» дейилгәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түркийәниң унчә-мәрвайит експортиниң йилниң (2021) дәсләпки йәттә ейида өткән йилниң охшаш мәзгилидикигә селиштурулғанда %48.5 ешип 2 милйард 916 милйон 544 миң долларға йәткәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, әң көп унчә-мәрвайит експорт қилинған дөләтниң 454.1 милйон долларлиқ сомма билән америка болғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر