05.07.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1669929
05.07.2021

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», истанбул хәлқиниң вухән вируси(Kovid-19)  тәдбирлири рамкисида чиқирилған қәдәмму қәдәм нормаллишиш қарарлири билән сиртқа чиқиш чәклимиси әмәлдин қалдурулған биринчи йәкшәнбә (2021-йил 4-ийул) күнидә, деңиз саһили вә бағчиларда вақит өткүзгәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», бийонтек (BioNTech) ширкитиниң қурғучилиридин пирофессор доктор уғур шаһин вә рәпиқиси доктор өзләм түрәҗиниң сабанҗи универстетида өткүзүлгән оқуш пүттүрүш мурасимиға, синлиқ шәкилдә қатнишип, хуш хәвәр йәткүзгәнликлирини хәвәр қилди.

хәвәрдә, уғур шаһинниң, «ваксина әмләшниң вабани контрол астиға елишта йардәмчи болуватқанлиқини көрүватимиз. бу 4-3 ай ичидә түркийәдиму әмәлгә ашиду. ваксина әмләш арқилиқ йуқумлинишниң алдини алалаймиз һәмдә дохтурханида йетип давалинишни азайталаймиз» дегәнлики билдүрүлди.

«стар гезити», шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татарниң, «қибриста чоң қирғинчилиқлар вә зор вәқәләр йүз бәргән иди. түркийәниң йардими билән бүгүнләргичә йетип кәлдуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», фирансийә кеңәш палатаси мудапиә комитетиниң, фирансийә армийәсиниң учқучисиз һава аппаратлири урушиға қарши тәййар һалға келишни чақириқ қилған доклат тәййарлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, доклатта, түркийә йасиған учқучисиз һава аппаратлириниң қарабағ, ливийә вә сүрийәдики урушта ишлитилгәнлики؛ түркийәниң учқучисиз һава аппаратлирини кәң көләмдә ишләпчиқирип, експорт қилишни башлиғанлиқиниң тилға елинғанлиқи билдүрүлди.

«сабаһ гезити», дунйада бор запас миқдари әң көп болған түркийәниң, бу маддиниң иқтисадқа болған пайдисини ашуруватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, «борел әл дезинфексийә суйуқлуқи» ниң америка, лийуксембург вә финландийәгә ескспорт қилиниватқанлиқи, оттура шәрқтин көп миқдарда тәләп кәлгәнлики вә германийә, әнглийә, голландийәниң експорт нишан базириға айланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر