03.06.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1650831
03.06.2021

түркийә авази радийоси: «йеңи шәпәқ гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң башчилиқида түнүгүн (2021-йили 2-ийун) ечилған миллий хәвпсизлик кеңиши йиғинидин кейин, байанат елан қилип, өткән ай ғәззәгә һуҗум қилған исираилийәни әйилигәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүн елан қилған байанатида: «исираилийәниң биз билән сағлам мунасивәт орниталиши үчүн хата сийасәтләрдин ваз кечиши лазим» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң йеқинқи 18 йилда германийә енергийә ширкәтлириниң шериклири билән, түркийәниң енергийә саһәсигә тәхминән 25 милйард йавро мәбләғ салғанлиқини 15 миңдин артуқ иш орниниң йаритилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фатиһ дөнмәзниң: «бу рәқәмләр, германийә ширкәтлириниң вә мәбләғ салғучилириниң енергйә саһәсигә һәмдә түркийә иқтисадиға болған ишәнчини көрситип ериду» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», түркийә сода министири мәһмәт мушниң түнүгүн елан қилған байанатида, түркийәниң май ейи (2021) дики експортиниң өткән йил (2020) ниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %65.5 ешип 16.5 мийард долларға йәткәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», шивейтсарийә мәтбуатлирида түркийәниң һәрбий саһәдә дунйа маркисиға айланған учқучисиз һава аппаратлири технологийәсиниң күнтәртипкә кәлгәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, учқучисиз һава аппаратлири билән дунйа миқйасида мәдһийәләрни топлиған, әзәрбәйҗан вә ливийә қатарлиқ дөләтләрдики тоқунушларда сансиз ғәлибиләрни қолға кәлтүргән түркийә технологийәсиниң, ғәрб дөләтлири тәрипидин «мөҗизә» дәп тәриплиниватқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر