12.05.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1638385
12.05.2021

«‹вәтән› гезити», «чавушоғлу: <бирләшкән дөләтләр тәшкилатини пәвқуладдә йиғинға чақирдуқ» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу исраилийәниң мәсҗиди әқса вә ғәззәгә қаратқан һуҗумлири тоғрисида илгириму б д т омумий кеңишини җиддий йиғинға чақирғанлиқини билдүрди. чавушоғлу: «биз һәмишә мушундақ әйибләймиз, әмма үммәт әмәлий қәдәм ташлишимизни күтмәктә. буниңдин кейин бу хил һуҗумлар тохтитиши лазим. хәлқара қанун даирисидә пәләстинликләрниң һәқ -һоқуқини қоғдишимиз лазим. икки дөләтлик һәл қилиш тәсәввуридин һәргиз ваз кәчмәсликимиз лазим» деди.

«‹сабаһ› гезити»,  «пәләстиндин түркийәгә рәхмәт» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

пәләстинниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси др. фәид мустафа җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә хәлқиниң исраилийәниң зулумлириға қарши һәр вақит мәйданини ениқ намайан қилип кәлгәнликини билдүрди. др. фәид мустафа түркийәниң әзәлдин пәләстин хәлқиниң үмиди болуп кәлгәнликини тәкитләп, « қуддус шәһирини вә мәсҗиди әқсани қоллап қуввәтләш үчүн кочиларға чиққан түркийә хәлқигә шундақла җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға қериндашларчә мәвқәсини мәһкәм сақлап кәлгәнлики үчүн пәләстин дөлитигә вакалитән саламлиримизни вә миннәтдарлиқимизни сунимиз» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «инстаграмниң исраилийә чәклимисигә наразилиқ билдүрүлди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик инстаграмниң байкар техника ширкити дериктори селчуқ байрақтарниң мәсҗиди әқсадики от апитини тәбрикләватқан йәһудийларниң сүрәтлирини һәмбәһирлишини чәклигәнлики үстидә тохтилип, «нәпрәтни етиқадқа айландуривалғанлар, ибадәтхана көйүватқанда тәбрикләйду, иҗтимаий таратқулар бу нәпрәткә қарши күрәш қилғанларни чәкләйду. әсли нәпрәт мана бу чәклимидур. нәпрәткә қарши күрәшлиримиз давамлишиду» деди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «<TRT Word> мухбириниң ақсарай байанатчисини булуңға қистиған соали» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс «<TRT Word> ниң ақсарай мухбири йунус паксойниң «пәләстин» һәққидики соалиға зади немә дейишини биләлмәйла қалди.  бир мәзгил җүмлисини қуруштиму қейналған нед прайс нурғунлиған пуқраларниң өлүмигә сәвәб болған исраилийә һуҗумлирини биваситә әйибләштин өзини қачурди.

«‹һөрийәт› гезити», «бәштәпәдин кәлгән 5 муһим учур» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин һуррийәт гезитигә бәргән байанатида, төвәндики учурларни йәткүзди:

америкаға F-35 күрәшчи айропилан тәклипимизни  йеңилаймиз. биз русийәдин сетивалған һава мудапиә системиси S-400 мәсилисини музакирә арқилиқ һәл қилалаймиз. ливийәдики (деңиз тәвәлики вә һәрбий) келишимләрдә чиң туримиз. дунйа исраилийәниң зулмиға «тохта!» дейиши керәк. сүрийәдә бәшшар әсәд билән көрүшүшимиз мумкин әмәс. йавропа иттипақиға әзалиқ мәсилисидә, топ пүтүнләй уларниң мәйданида.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر