28.04.2021

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1629700
28.04.2021

түркийә авази радийоси: «‹һөрийәт› гезити», «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң <ирқий қирғинчилиқ> ипадисигә наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә,  төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси омумий кеңишидә, түнүгүн америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң 1915 – йилқи вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атишиниң әйиблиниши вә рәт қилинишиға мунасивәтлик байаннамә қобул қилинди. байаннамидә мундақ дейилди: «америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, 2021 – йили, 24 – апрел күнидики тарихий байанати арқилиқ 1915 – йилқи вәқәләргә мунасивәтлик әрмән лобичилириниң дәвалирини өз ичигә алған муддиаға саһиб чиқишини қаттиқ әйибләймиз, тарихниң сийасий мәқсәтләр билән бурмилинишидин башқа һечқандақ әһмийити болмиған бу асассиз төһмәтләрни әң күчлүк шәкилдә рәт қилимиз.»

«‹сабаһ› гезити», «өмәр чәлик байдинниң байанатиға наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик, түнүгүн мәркизий қарар чиқириш вә иҗраийә һәйити йиғинидин кейин елан қилған байанатида, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдинниң, 1915 – йилқи вәқәләр үчүн «ирқий қирғинчилиқ» ибарисини ишлитишигә наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «һечқандақ қануний асаси болмиған бир әһвалға дуч келиватимиз, бу пүтүнләй хата  вә рәт қилинишқа тегишлик бир сөздур.»

«‹вәтән› гезити», «министир әрсой: <сайаһәт саһәсидә ваксина әмләш хизмити май ейиниң ахирида тамамлиниду> деди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт нури әрсой билән украина мәдәнийәт вә учур сийасәтлири министири олександир ткаченко, түнүгүн анталйада бир йәргә җәм болди. министир әрсой, сайаһәт саһәсидә паалийәт елип бериватқан хадимларниң һәммисигә ваксина әмләш хизмитиниң май ейиниң ахирида тамамлинидиғанлиқини, бихәтәр сайаһәт кенишкиси алған карханилар саниниң 10 миңдин ашқанлиқини ейтти.

«‹стар› гезити», «тамамән йәрлик вә миллий ... түркийә қериндаш дөләтниң армийәсигә һәдийә қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийә дөләт мудапиәси санаити оргини йәрлик вә миллий имканийәтләр билән тәтқиқ қилип йасап чиққан танка тошуғучи, шималий македонийә армийәсигә һәдийә қилинди. шималий македонийәни балқан районида түркийә үчүн муһим бир шерик дәп қарайдиғанлиқлирини тәкитлигән түркийәниң үскүп баш әлчиси һәсән мәһмәт сәкизкөк, «көп йөнилишлик мунасивәтлиримизни пүткүл саһәләрдә ортақ тиришчанлиқлиримиз билән йәниму йүксәк сәвийәгә йәткүзүшни нишан қиливатимиз» деди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «су мәһсулатлирида әң көп експорт голландийәгә қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:

түркийәдә су мәһсулатлири експорти алдинқи йили тунҗи қетим 1 милйард доллардин ашти. бултур әң йүксәк сәвийәдики експорт, 133 милйон 78 миң доллар билән голландийәгә қарита ишқа ашурулди, әң көп импорт болса, 48 милйон 334 миң доллар билән норвегийәдин ишқа ашурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر