20.04.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1624622
20.04.2021

түркийә авази радийоси:«һөррийәт гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң байанатчиси өмәр чәликниң, гиретсийәниң мусапирларға қарши муамилисини тәнқид қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, өмәр чәликниң: « серб қассаплириниң қилғиниға вә ривандада йүз бәргәнгә охшаш, гиретсийә саһил бихәтәрлик күчлири бензин төкүп вә от қойуп, бир мәйдан қәтлиам пәйда қилишқа урунди. қәһриманлиримиз у йәрдә болмиған болса, ақдеңиз бу кишиләрниң һәммисигә мазарлиқ болатти. силәр алди билән, демократийәңларни ақдеңиздин қутқузуңлар, андин гәп қилиңлар» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити»,  енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң: «дәсләпки үч айда хизмәткә кириштүрүлгән енергийә күчимизниң %97.9 и йеңилинидиған енергийә мәнбәлиридин шәкилләндүрүлди» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», русийә сайаһәт агентлиқлири бирләшмисиниң башлиқи майа ломидзениң, айропилан сәпәрлириниң тохтитилиши сәвәбидин апрел вә май ейида түркийәдә дәм алалмайдиған русийә сайаһәтчилириниң көпинчисиниң, түркийәгә келиш пиланини өзгәртмигәнликини вә башқа күнләрни күтүватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә путбол федератсийәсиниң бәзи йавропа кулублири тәрипидин тәшкилләнгәнлики елан қилинған йавропа дәриҗидин ташқири бирләшмә путбол мусабиқилири лайиһәсигә мунасивәтлик өзгиришләрни әндишә ичидә йеқиндин көзитиватқанлиқини әскәртип: «дунйа путболиниң келәчикини пүтүнләй хәтәргә иттиридиған бу мәнисиз тәшәббусни қобул қилғили болмайду дәп қараймиз» дегәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر