08.03.2021

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1597042
08.03.2021

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити:  «җумһур рәис әрдоған: мән уни инсанийәткә қарши (садир қилинған) җинайәт дәп қараймән (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 8 – март хәлқара айаллар байрими мунасивити билән тарқатқан телеграммисидики: «сөйгүси, әмгики вә пидакарлиқлири билән инсанийәтниң үмиди болған барлиқ айаллиримизниң билән 8 - март хәлқара айаллар байримини тәбрикләймән. мән инсанийәткә қарши садир қилинған җинайәт дәп қарайдиған <айалларға қилинған һәр хил җисманий вә роһий зораванлиқ һәмдә кәмситишни йәнә бир қетим әң қаттиқ шәкилдә әйибләймән» дегән сөзлиригә орун бәрди.

«стар» гезити: «чавушоғлу: өзбекситанда тунҗи болуп әлчихана ачқан дөләт биз болдуқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түркийәниң сәмәрқәнттики консулханисиниң ечилиш мурасимиға қатнашқанлиқини вә у йәрдә сөз қилип, консулханиниң түркийәниң ата йурти болған өзбекситан билән болған әбәдий риштисиниң йеңи символи болидиғанлиқини әскәрткән һалда: «өзбекситанни тунҗи етирап қилған дөләт түркийә җумһурийити болди вә өзбекситанда тунҗи болуп әлчихана ачқан дөләтму биз болдуқ» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йеңи шәпәқ» гезити: «байдин һөкүмити талибан билән афғанистан әмәлдарлири оттурисидики сөһбәттә түркийәдин йардәм сорайду» сәрләвһилик хәвиридә, америка ташқи ишлар министири антони блинкенниң афғанистан пирезиденти әшрәф ғениға йоллиған мәктупида, афғанистан һөкүмити билән талибан оттурисида өткүзүлдиған йуқири дәриҗиликләр йиғиниға саһибханлиқ қилиши үчүн түркийәдин йардәм тәләп қилидиғанлиқлириға даир учурларға орун бәргәнликини йазди.

«вәтән» гезити: түркийә һава йоллири ширкити — THY вә истанбул айродуруми дунйадики рәһбәрлик орнини сақлап қалди» сәрләвһилик хәвиридә, йавропа авийатсийә йол башлаш бихәтәрлик тәшкилатиниң доклатиға қариғанда, түркийә һава йоллири ширкитиниң 1 - февралдин 6 - мартқичә болған арилиқта һәр күни оттура һесаб билән 581 нөвәтчи айропилан билән риқабәтчилиридин ешип кәткәнлики, шундақла истанбул айродуруминиң дунйадики әң ават айродурумға айланғанлиқи тоғрисидики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«сабаһ» гезити: «түркийә ай сәпиригә атлинишқа илтимас қилишта 4 – рәттин орун алди» сәрләвһилик хәвиридә, SpaceX сүний һәмраһи билән 8 адәмни айға елип баридиғанлиқини җакарлиған йапонийәлик милйардер йүсаку майзаваниң, бу һәқтә байанат берип, 239 дөләт вә райондин 500 миңдин артуқ кишиниң илтимас сунғанлиқини؛ илтимас сунуш тизимликидә һиндистанлиқларниң биринчи, америкалиқларниң иккинчи, иранлиқларниң үчинчи, түркийәликләрниң төтинчи болғанлиқини билдүргәнликини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر