04.12.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1539409
04.12.2020

түркийә авази радийоси: «стар» гезити, «әрдоған ковид – 19 ға қарши күрәштә дунйави һәмкарлиқ орнитишқа чақирди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңишиниң ковид – 19 мәхсус йиғини иштиракчилириға син көрүнүшлүк хитаб қилип, «хәлқара җәмийәт 21 – әсирниң әң еғир дунйави синиқиға дуч кәлди. бу қийин өткәлдин өтүшниң ачқучи хәлқара миқйасида һәмкарлиқ орнитиштур» дегәнликини йазди.

«һөррийәт» гезити, «әрдоған әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүкиниң (әһмийитини) тәкитлиди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң иран пирезиденти һәсән руһани билән өткүзгән телефон сөһбитидә, тағлиқ қарабағ ихтилапида йеңи бир басқучқа қәдәм бесилғанлиқини, бу басқучта әзәрбәйҗанниң земин пүтүнлүки вә игилик һоқуқиға көләңгә чүшүридиған һәр түрлүк һәрикәтләрдин сәзгүрлүк билән сақлинишниң пәвқуладдә муһим икәнликини тәкитләп, үзүл – кесил тинчлиқ вә муқимлиқни бәрпа қилишниң йеңи пурсәт ишиклирини ачидиғанлиқини, буниң әрменийәни өз ичигә алған райондики барлиқ дөләтләргә пайдилиқ болидиғанлиқини қәйт қилғанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«йеңи шәпәқ» гезити, «түркийәниң әзәрбәйҗанға қилған қорал експорти % 600 ашти» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң һәрбий җәһәттики қоллиши арқисида тағлиқ қарабағда тарихий ғәлибини қолға кәлтүргән әзәрбәйҗанниң, йанвар – нойабир айлири арилиқида түркийәдин 256 милйон долларлиқ қорал импорт қилғанлиқини, 44 күн давамлашқан уруш җәрйанида әзәрбәйҗанниң әрменийәгә тәхминән үч милйард 500 милйон долларлиқ талапәткә учратқанлиқини, әрменийә армийәсиниң онларчә һава мудапиә системиси, нәччә йүз танка вә бироневикидин айрилип қалғанлиқини йазди.

«сабаһ» гезити, «ваксина иҗад қилған түрк тәтқиқатчилар көчмәнләр тоғрисидики тонушни өзгәртиду» сәрләвһилик хәвиридә, вухән вируси (ковид – 19) ваксиниси иҗад қилип дунйаниң күнтәртипидин орун алған әр – айал түрк дохтурлар — уғур шаһин билән өзләм түрәҗиниң америкада чиқидиған «вол ситрит җорнал» вә «нйу йорк таймиз» гезитиниң баш бәтлиридин орун алғанлиқини؛ хәвәрләрдә, түрк дохтурларниң бу ғәлибисиниң көчмәнләр тонушини иҗабийлиққа йүзләндүридиғанлиқи, һәтта ғәрбтә йүксәлгән көчмәнләргә өчмәнлик қилиш хаһишиға хатимә бериш маһийитигә игә икәнликини тәкитлигәнликини хәвәр қилди.

«хабәртүрк» гезити, «түрк алимлар ковид – 19 ға қарши бурунға пүркүлидиған суйуқлуқ (тәрәққий қилдурди)» сәрләвһилик хәвиридә, әнқәрә, билкәнт вә һаҗәттәпә университети тәтқиқатчилири өзара һәмкарлишип, вухән вирусиниң һүҗәйриләргә сиңип киришигә тосқунлуқ қилидиған суйуқлуқ тәрәққий қилдурғанлиқини, һайванларға қилинған синақлардин утуқлуқ өткән суйуқлуқниң нөвәттә пидаийларға синақ қилинидиғанлиқини, бу һәқтә тохталған дотсент доктор урарту шәкәрниң, суйуқлуқниң йуқумниң сүритини астилитидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқанлиқини оқурмәнлири билән ортақлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر