02.12.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1538077
02.12.2020

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң 4-нөвәтлик «т р т ворлд мунбири» дә: «һечқандақ назарәт болмиған, халиғанчә ечиветилгән вә қанун сиртидики район дәп қаралғанда, диҗиталлишишниң бизни апиридиған җайи фашизмдур. шуниң үчүн диҗиталлишиш йеңи адаләтсизликләргә, наһәқчилиқларға вә башқиларни чәткә қеқишларға сәвәб болмаслиқи керәк» дәп ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң, «декабир ейида көпирәк ваксина әмләшни башлашни үмид қилимиз. декабир ейида 20 милйон шишә ваксина қолимизда болиду. һәммә иш нормал болғанда, 11-декабирдин башлап сәһийә хадимлириға ваксина әмләшни башлаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», җумһур рәислик учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтунниң «2020-т р т ворлд мунбири» дә: «йавропа иттипақи билән техиму йеқин мунасивәт орнитишни халаймиз. буниң үчүн ғәйрәт қилимиз. ортақ мәслиһәт вә һәмкарлиқимиз йавропадики нәпрәт вә айримичилиқ чақириқлириға қарши туруш нуқтисидин һәл қилғуч әһмийәткә игә» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», йеза игилики вә орман министири бәкир пакдәмирли 2003-йилидин тартип деңиз мәһсулатлири саһәсигә җәмий 1 милйард 350 милйон лира йардәм қилғанлиқлирини билдүрүп: «бу йардәм билән йетиштүрүш муәссәсәлириниң сани %70 ешип 2 миң 127 гә, ишләпчиқириш миқдари %511 ешип 373 миң тонниға чиқти» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», әрзурумда йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиләрниң сүний қар арқилиқ тәййар қилинған паландөкән қар тийилиш мәркизидә, қар тийилишниң кәйпини чиқарғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر