20.10.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1512379
20.10.2020

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийәниң вийетнам билән камбоджа йүз бәргән қуйун апитидә җенидин айрилғанлар үчүн тәзийә билдүргәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатида: «вийетнам билән камбоджада линфа вә наңка қуйунлири сәвәб болған су апәтлиридә нурғун кишиниң җенидин айрилип, еғир иқтисадий зийан көрүлгәнликини чоңқур қайғу ичидә билдуқ. җенидин айрилғанларниң йеқин-йоруқлириға, дост вийетнам вә камбоджа хәлқлири вә һөкүмәтлиригә чин қәлбимиздин тәзийә билдүримиз» дейилгәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», түркийәниң қарадеңизда дәсләптә 320, кейинчә 85 милйард куб метир тәбиий газ байқиғанлиқини хәвәр қилди.

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң сакарйа тәбиий газ мәшғулат районида байқалған газни ишләпчиқириш үчүн тәхминән 40 данә қудуқ ечилиши керәкликини әскәртип, 2023-йили ишләпчиқиришни башлаш үчүн тәййарлиқ хизмәтлириниң башланғанлиқини ейтти.

«вәтән гезити», түркийә сода министири руһсар пәкҗанниң вухән вируси  (Kovid-19) тәсир қилмиған саһә вә дөләт қалмиғанлиқини әскәртип: «иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң 2020-йили 16-өктәбирдин тартип елан қилған доклатта, иқтисадий тәрәққийат вә һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләр арисида 2020-йилини хитай билән җәнубий корейәдин қалсила әң аз зийан билән ахирлаштуридиған дөләтниң- түркийә икәнлики қәйт қилинди» дегәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», шималий қибрис түрк җумһурийитидәәрсин татарниң җумһур рәиси болуши билән йеңи дәврниң башланғанлиқини билдүргән мутәхәссисләрниң, 46 йилдин буйан тақиветилгән марашниң ечилиши билән, миллий киримниң икки һәссә ашидиғанлиқини, қибрис түрклириниң румлар алдида йоқ һесабланған һәқ-һоқуқлириниң қоғдилидиғанлиқини вә түркийәниң шәрқий ақдеңизда қолиниң күчлинидиғанлиқини ейтиватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر