18.09.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1493044
18.09.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити, «җумһур рәис әрдоған: бизниң бандитларға баш әгмәйдиғанлиқимиз чүшинип йетилди (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн дөләт шәрәп медалйони тарқитиш мурасимида қилған сөзи җәрйанида, шәрқий ақдеңиздики җиддийчилик тоғрисида тохтилип, дөлитимиз вә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң шәрқий оттура деңиздики қанунлуқ һоқуқлирини адаққичә қоғдаймиз. биз һечкимниң шәрқий ақдеңиз бойидики әң узун деңиз қирғиқиға игә дөлитимизни деңиз саһилимиз биләнла чәкләп қойушиға йол қоймаймиз. түркийәниң бандитлиққа бойун әгмәйдиғанлиқини бу мәсилиниң барлиқ тәрәплири чүшинилди» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«хабәртүрк» гезити, «җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин йавропа иттипақини адил болушқа чақирди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалинниң йавропа ташқи ишлар кеңиши әдлийә амбириниң «түркийәниң шәрқий ақдеңиздики роли: тоқунуш хәвплири вә дийалог үмиди» намлиқ йиғинидики сөзидә, йавропа иттипақиниң шәрқий ақдеңиз мәсилисидә сәмимий мурәссәчи сүпитидә һәрикәт қилиши керәкликини оттуриға қойуп, «иттипақниң мәнпәәтини униң бир әзасиниң мәнпәәтигә йиғинчақлап қоймаслиқ керәк» дегәнликини йазди.

«стар» гезити, «министир чавушоғлу нато баш катипи столтенберг билән шәрқий ақдеңиз тоғрисида сөзләшти» сәрләвһилик хәвиридә, дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлуниң шималий атлантик әһди тәшкилатиниң баш катипи йенс столтенберг билән көрүшүп, шәрқий ақдеңиздики өзгиришләр тоғрисида сөзләшкәнликигә даир учурларға орун бәрди.

«сабаһ» гезити, «йәрлик ишләпчиқирилған учқучисиз җәң аппарати <ақсунгур> йеңилиқ йаратти» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә аләм қатниши санаити оргини лайиһәләп ишләпчиқарған учқучисиз һава аппарати – ақсунгурниң, тунҗи қетим толуқ оқ – дора йүкләнгән һаләттә 20 миң инглиз чиси егизликтә бир күндин артуқ мувәппәқийәтлик учқанлиқини йазди.

«йеңи шәпәқ» гезити, «бәш дөләт аилә аптомобили експортида асаслиқ орунни игилиди» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә аптомобил санаитиниң бу йилниң алдинқи 8 ейида 5 милйард 500 милйон долларлиқ мәһсулат експорт қилғанлиқини, буниң йериминиң фирансийә, германийә, әнглийә, италийә вә испанийә қатарлиқ бәш дөләткә қилинғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر