06.08.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1468124
06.08.2020

һөррийәт гезити, «түркийә бейрут паҗиәси үчүн һәрикәткә өтти » сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

түркийә ливанниң пайтәхти бейрутта йүз бәргән партлаш сәвәбидин тиббий әслиһә, үскүнә вә издәш-қутқузуш әтрити йардимидә болди. сәһийә министирлиқи, апәт вә җиддий һаләтләргә тақабил туруш  идариси (AFAD) вә қизил ай җәмийити тәййарлиған материйаллар йүк айропилани билән бейрутқа әвәтилди. айропилан давалаш йардими әшйалири вә үскүнилири, инсанпәрвәрлик йардәм бойумлири вә издәш-қутқузуш әтритини елип бейрутқа йетип барди.

вәтән гезити, «министир варанк: <қанал истанбул؛ истратегийәлик бихәтәрлик мәсилисидур> деди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларни ортақлашти:

санаәт вә техника ишлири министири варанк тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «һәммимизниң йүрәклирини пучилиған партилашни кәлтүрүп чиқарған 2750 тонна аммоний нитрат 6 йил илгири бейрутқа бериш үчүн истанбул боғузидин өткән иди. һөрмәтлик җумһур рәисимиз қәтийлик билән чиң тутиватқан қанал истабул лаһийәси адәттики мәсилә әмәс, бәлки түркийәгә нисбәтән истратегийәлик бихәтәрлик мәсилисидур» деди.

хәбәр түрк гезити, «шәнтоп фирансийә вә америкаға наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә бүйүк дөләт мәҗлиси (парламенти) рәиси мустапа шәнтоп франсийәниң дунйада кишилик һоқуқ, қанун, адаләт, һәқ вә наһәқчилиқтин сөз қилалайдиған әң ахириқи дөләт икәнликини билдүрди. мустапа шәнтоп: «йеқинқи икки әсирдики тарихи шуни испатлайдуки, фирансийәниң йүзидики қара вә пешанисидики дағни өчүрәлиши мумкин әмәс» деди. америка нефит ширкити билән бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати YPG / PKK оттурисидики келишим үстидиму тохтилип, «сүрийәдики барлиқ дөләт байлиқлири сүрийә хәлқигә аиттур» деди.

ситар гезити, «түркийә венезуелаға сәһийә саһәсидә йардәм қилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

венезуела билән түркийә оттурисида сәһийә саһәсидә түзүлгән йардәм келишими рәсмий гезиттә елан қилинди. әнқәрәдә 11-ийун имзаланған «түркийә җумһурийити һөкүмити билән венезуела җумһурийити һөкүмити оттурисида сәһийә саһәсидә йардәм бериш келишими» даирисидә, түркийә венезуелаға 25 вентилатор, 100 миң оператсийә маскиси, 50 миң N95 маска, 35 миң қоғдиғучи халат, 200 миң пәләй вә 40 миң PCR синақ запчаслири ианә қилди.

йеңи шәпәқ гезити, «түркийә қуйаш енергийәси арқилиқ иссиқ су ишләчиқиришта дунйа бойичә  үчинчи орунда» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийәдә қуйаш енергийиси батарейәси арқилиқ ток ишләп чиқириш омумлишиш билән биргә йиғип сақлиғучилар билән иссиқ су ишләпчиқиришта дунйа бойичә үчинчи орунға өтти. хитай вә америкадин қалса, иссиқ су билән тәминләштә қуйаштин әң көп пайда алған дөләт түркийә болди. йиллиқ 200 милйон долларлиқ енергийә теҗәшни ишқа ашурди.

йеңи шәпәқ гезити, «ақ деңиз вә әгә деңизи районлирида германийәлик сайаһәтчиләрниң көпийиши мөлчәрләнмәктә» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

германийә, түркийәниң ақ деңиз вә әгә деңизи қирғиқидики айдин, анталйа, измир вә муғла районлириға қаратқан сайаһәт агаһландурушини әмәлдин қалдурди. бу иш меһманханиларни хушал қилиду. кәспий меһманхана башқурғучилар җәмийитиниң рәиси илкай атмаҗа бу қарардин кейин германийәлик сайаһәтчиләрниң интайин көпийидиғанлиқини мөлчәрләватқанлиқини ейтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر