08.07.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1451195
08.07.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», ички ишлар министири сүләйман сойлуниң елип берилған мувәппәқийәтлик һәрбий һәрикәтләр арқилиқ бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни әмәлий вә писхологийәлик җәһәттин битчит қилғанлиқлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

сүләйман сойлу: «п к к ғар-өңкүрлиригиму мөкүнәлмәйдиған болуп қалди. п к к бүгүн қорққинидин симсиз телефонлири биләнму сөзлишәлмәйду» дегән.

«сабаһ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң тәкиртағ парламент әзаси мустафа шәнтопниң түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) дики аваз ташлашта 328 авазға еришип, қайтидин түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң башлиқи болуп сайланғанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», сербийәдики бошнақ дөләтлик кеңишиниң башлиқи җасмина җуриҗниң түркийәниң вухән вируси тарқалған санҗақ райониға әвәткән тиббий йардими үчүн, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға мәктуп әвәтип тәшәккүр ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, җуриҗниң, «сиз әвәткән дора вә тиббий үскүниләр йардими район хәлқи үчүн наһайити муһим. йардәмлириңиз бизгә ишәнч бериду» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», вухән вируси (Kovid-19) ға қарши күрәш қилинған йилниң тунҗи йеримида, түркийәниң 606.5 милйон долларлиқ йәл-йемиш експорт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу рәқәмниң 222.1 милйон долларлиқ қисмини уруқсиз қуруқ үзүм, 114.9 милйон долларлиқ қисмини гүләниң тәшкил қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», түркийәгә кәлгән украиналиқ сайаһәтчиләрниң вухән вирусиға қарши елинған бихәтәр тәдбирләрниң сайисида дәм елишниң кәйпини чиқириватқанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر