01.07.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1446740
01.07.2020

түркийә авази радийоси: «стар гезити», ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң венгирийә ташқи ишлар министири вә ташқи сода министири петер сийарто (Peter Szijjarto) билән бирликтә өткүзгән ахбарат елан қилиш йиғинида, фирансийә пирезиденти макронниң ливийә тоғрисидики байанатиға наразилиқ билдүрүп: «б д т хәвпсизлик кеңиши қарарниң дәл әксини қоллайду. фирансийә исйанчи хәлифә һафтәрни қоллайду. фирансийә тоғра муамилә қиливатамду? йақ. һафтәргә қорал бәрмигәнликини дәватиду. пулини абу заби, қоралини фирансийә бериду» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», муавин җумһур рәис фуат октайниң селинма муһитини йахшилаш коринатсийә кеңиши йиғинида: «дунйада пәқәт йәттә дөләттила ишләпчиқирилидиған, таможниларда қанунсиз содиларниң алдини алидиған < x-ray> системилири билән қатнаш вә контейнирларни тәкшүрүш үскүнисини милтар < MİLTAR> лайиһәси рамкисида, йәрлик вә миллий шәкилдә ишләпчиқиришқа башлидуқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», бу йил (2020) хизмәткә кириштүрүлидиған «т җ г упуқ» (TCG) намлиқ парахотниң түркийәни деңиздин истихбарат топлашта чоң күчкә игә қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

мутәхәссисләр «бу саһәдә әң йуқири сәвийәгә чиқимиз» дәп баһа бәргән парахотниң, ақдеңиздики тәңпуңлуққа бивастә тәсир қилидиғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә билән германийә оттурисида «авийатсийә көврүки» ролини ойнаватқан сан експрес (SunExpress) һава йоллири ширкитиниң йуқири дәриҗилик мәсули макс ковнатки (Max Kownatzki), түркийәниң вухән вируси (Kovid-19) мәзгилидә дәм елиш үчүн «әң тоғра җай» икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», русийәдә өткүзүлидиған хәлқаралиқ билим мусабиқисидә, бәшинчи синип оқуғучиси бәгүм тофанниң математикада биринчи болуп алтун медалға еришкәнликини хәвәр қилди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر