22.05.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарланған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1421676
22.05.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт» гезити, «җумһур рәис әрдоған ғайәт чоң дохтурханиниң ечилишида муһим сөзләрни қилди» сәрләвһилик хәвиридә, истанбул башақшәһир чам вә сакура дохтурханисиниң түнүгүн хизмәткә кириштүрүлгәнлики, ечилиш мурасимида сөз қилған җумһур рәис әрдоғанниң «бу йәрдә сағламлиқ сайаһәтчиликидә түркийәниң марка орунлириниң бири болиду. хәлқимизгә вә истанбул айродурумиға болған йеқинлиқи түпәйли чәт әллик меһманлиримизғиму мулазимәт қилиду. бу, истанбулниң бир хәлқара сағламлиқ мәркизигә айланғанлиқидин дерәк бериду» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«сабаһ» гезити, «учур – алақә ишлири башлиқи алтун вашингтон вақти гезитиға йазди» сәрләвһилик хәвиридә, җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтунниң «вашингтон почтиси гезити» үчүн «түркийәниң истратегийәси корона вирус йуқуминиң йөнилишини өзгәртти» дегән темида мақалә йезип, түркийәниң вухән вирусиға тақабил туруш күришини байан қилип, «биз сәһийә саһәсидики ислаһат вә селинмилиримиз арқилиқ нурғун кишиләрниң сағламлиқ хизмәтлиридин пайдилинишиниң йолини ачтуқ. нәтиҗидә сәһийә системимиз башқа дөләтләрдикигә охшаш еғир бесимға дуч кәлмиди» дегәнләрни қәйт қилғанлиқини йазди.

«хабәртүрк» гезити, «ташқи ишлар министирлиқи һафтәргә наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсойниң, ливийәдики түркийә мәнпәәтлиригә зийан йәткүзүлгән тәқдирдә, буниң наһайити еғир ақивәтләрни кәлтүрүп чиқиридиғанлиқини билдүрүп, «исйанчи һафтәр унсурлирини йоллуқ зәрбә нишани дәп қарайдиғанлиқимизни йәнә бир қетим әслитип өтимиз» дегәнликини оқурмәнлириниң диққитигә сунди.

«вәтән» гезити, «түркийә билән гиретсийә оттурисида һәмкарлиқ» сәрләвһилик хәвиридә, (түркийә җумһурийити) мәдәнийәт вә сайаһәт министирлиқиниң, вухән вирусиға тақабил турушта нормаллишиш басқучи қәдәмлириниң ташлинишидин кейин әң көп сайаһәтчи йоллайдиған дөләтләр билән алақини күчәйтишкә башлиқини йазди.

хәвәрдә, мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири мәһмәт әрсойниң гиретсийә сайаһәт ишлири министири харис теохарис билән көрүшүп, әгә деңизиниң бихәтәр линийә сүпитидә алдинқи пиланға чиқирилиши тоғрисида сөзлишип, ортақ тонутуш сәпәрвәрлики қозғашни қарар қилғанлиқи қәйт қилинди.

«стар» гезити, «мармарайни бесип өтидиған тунҗи експорт пойизи сакарйадин йолға чиқиду» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәдә ишләпчиқирилған аптомобил запчаслири вә електронлуқ өй әшйалири йүкләнгән мармарайдин өтидиған тунҗи експорт пойизиниң сакарйаниң арифийә пойиз истансисидин қозғалғанлиқини, йүз йилниң түри – мармарайни бесип өтүп биваситә йавропаға баридиған пойизниң анадолудин йавропаға йетип барған тунҗи мәхсус експорт пойизи болидиғанлиқини йазди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر