05.05.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1411262
05.05.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», вухән вируси (Kovid-19) ға қарши турушта мувәппәқийәтлик мәзгилни баштин кәчүргән түркийәдә, нормал һайатқа қайтишниң башлинидиғанлиқини хәвәр қилди.

нормал һайатқа қайтиш пиланиға асасланғанда, 2020-йили 10-май (йәкшәнбә) дин башлап 65 йаштин йуқири кишиләрниң дәсләпки қәдәмдә кочиға чиқишиға чәк қойулған күнләрниң биридә төт саәт сиртқа чиқишиға рухсәт қилинидикән. 20 йаштин төвәнләр үчүнму бу тәдбир икки гуруппа бойичә иҗра қилинидикән. буниңдин башқа, сатирашхана вә һөсин түзәш салонлири қатарлиқ сода орунлири 2020-йили 11-май ечилидикән. сода-сетиқ мәркәзлириму 11-майдин башлап хизмәт беришкә башлайдикән.

«стар гезити», анталйада бир магезинда вухән вирусиға қарши туруш тәдбирлиригә мунасивәтлик син көрүнүши тарқитип, пүткүл дунйаниң диққитини тартқан фирансийәлик морад ғазлниң, бу қетим дориханидин кимлики билән тәләп қилған бәш данә маскини тапшуруп алған видеони һәмбәһирлигәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, морад ғазлиниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң хәлққә көңүл бөлүватқанлиқини әскәрткәнлики вә бу видеони қисқа вақит ичидила онмиңларчә кишиниң көргәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», мустәқил санаәтчиләр вә сода-карханичилар җәмийити башлиқи абдурраһман каанниң, пүткүл дунйаға тәсир көрсәткән вухән вируси синиқидин түркийәниң оңушлуқ өтүп, қанчилик күчлик дөләт икәнликини намайан қилғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси һами аксойниң, гиретсийә дөләт мудапиә министири олтурған тик учарни түркийә айропиланлириниң паракәндә қилғанлиқи тоғрисидики гәп-сөзләрниң асассиз икәнликини билдүргәнликини хәвәр қилди.

һами аксой түркийә айропиланлириниң әгә деңизида муқим паалийәтлирини иҗра қилғанлиқини, буни баһанә қилип, вәзийәтни җиддийләштүрүшкә урунушниң гиретсийәгә пайдилиқ әмәсликини ейтқанлиқи қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», йирақта туруп хизмәт қилиш имканийәтлирини йуқири бихәтәрлик билән тәминләйдиған йәрлик видео конферанс пирограммиси дийалогниң, мушу ай ичидә хизмәткә сунулидиғанлиқини хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, дийалог пирограммисини ишләткәндә һечқандақ йумтални қачилашқа керәк болмайдикән вә қошумчә үскүниләр болмисиму сүпәтлик көрүшүшни әмәлгә ашурғили болидикән.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر