17.03.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1379415
17.03.2020

 

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», җумһур рәислик учур-алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтунниң: «барлиқ пуқралиримизни кесәлликләрдин қоғдашта қәтий қарарға игимиз» дегәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, фаһрәттин алтунниң түнүгүн (16-март) твиттер адресида инглизчә байанат елан қилип, вухән вируси (Kovid-19)  ға қарши елип бериливатқан хизмәтләр һәққидә тохталғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, фаһрәттин алтунниң: «түркийә бәзи хәлқаралиқ айропилан сәпәрлирини тохтитиш вә йирақтин оқутушқа охшаш тәдбирләрни вақтида йолға қойуп, вухән вирусиниң тарқилиш сүритини мувәппәқийәтлик астилатти» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», адаләт вә тәрәққийат партийәси (AK Parti)  байанатчиси өмәр чәликниң түнүгүн вухән вируси тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, өмәр чәликниң: «вирусқа қарши тәдбирләрни иҗра қилиш, һайатқа, дөлитимизгә вә пүткүл инсанийәткә болған мәсулийитимиз һесаблиниду. әң йеқинимизниң һайатиға бәргән әһмийәт, барлиқ кишиләргә тәсир қилиду. бу имтиһандин тәдбирләр билән өтүшимиз керәк» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», хәзинә вә малийә ишлири министири бәрат албайракниң вухән вирусиниң тәсирлиригә қарши тәййарлиқта икәнликлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир албайракниң йүз бәргүси еһтималлиқларға қарши һәрикәт пиланлириниң тәййарланғанлиқини твиттер адресида елан қилғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә, албайракниң ишләпчиқириш вә ишқа орунлаштурушниң тәсиргә учримаслиқи үчүн әмгәк күчи базирини қоғдашниң биринчи муһим иш икәнликини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», украинаниң түркийәдин сетивалған

«-TB2байрактар» типлиқ учқучисиз һава аппаратлириниң синақ қилинғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, украина дөләт мудапиә министирлиқиниң бу һәқтики йазма байанатида: «байрактарни тезликтә учурдуқ вә уруш тәлим-тәрбийәсини башлидуқ» дейилгәнлики билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийәниң мудапиә санаитидә башламчи ширкәт болған «һәрбий електиронлуқ санаити ширкити»-асәлсан (ASELSAN) ниң, сәһийә технологийәлири саһәсидиму сиртқа болған тайинишчанлиқини азайтидиған, йәрлик лайиһәш вә ишләпчиқириш қабилийитини ашуридиған лайиһәләр һәмдә усул-чариләр үстидә тәтқиқатлирини давамлаштуруватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, асәлсанниң сәһийә технологийәлири саһәсидә, көрүнүшкә елиш, тонуш вә турмушқа йардәм түрлири астида охшимиған үч саһәдә тиббий үскүниләрни тәрәққий қилдурушни пилан қиливатқанлиқи әскәртилди.

билдүрүлишичә, асәлсан ширкити бу даиридики үскүниләрни тәрәққий қилдуруш үчүн мәмликәт ичи вә сиртидики ширкәтләр һәмдә тәтқиқат мәркәзлири билән һәмкарлиқ орнитиш хизмәтлирини давамлштурмақта икән.      

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر