18.02.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1361427
18.02.2020

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүн (17-феврал) русийәдә чиқидиған «известийа гезити» ниң зийаритини қобул қилғанда, түркийә билән русийәниң идлиб мәсилисидә ахирқи келишим үчүн һәмкарлишишни давамлаштуруватқанлиқини әскәртип: «сүрийә мәсилисиниң түркийә билән русийә оттурисидики һәмкарлиқларға тәсир қилишиға рухсәт қилмаслиқимиз лазим» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», 2019-йили ататүрк, каракайа вә кәбан һидро електир истансисилирида ишләпчиқирилған енергийә миқдарида, 2018-йилиға селиштурулғанда %106 ешиш көрүлгәнликини елан қилди.

хәвәрдә, йуқиридики електир истансисилирида 2018-йили 11 милйард 49 милйон киловат саәт болған енергийә ишләпчиқириши, 2019-йили %106 ешип 22 милйард 790 милйон киловат саәткә чиққанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», италийәлик музейишунас пирофессор лука молинари (Luca Molinari) ниң түркийә лайиһәлигән аптомобилниң заманиви вә наһайити йахши шәкилгә игә икәнликини әскәртип: «аптомобил муһитқа зийан бәрмәйду» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә истатистика идарисиниң түнүгүн (17-феврал) 2019-йиллиқ «һайат хушаллиқи тәтқиқат нәтиҗиси» ни елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

буниңға асасланғанда, 2019-йили түркийәдә хушал икәнликини ейтқан 18 вә униңдин йуқири йаштикиләрниң нисбити %52.4 болған болса, өзиниң келәчәклиридин үмидвар болғанларниң нисбити %70 болған.

«вәтән гезити», германийәдә йашайдиған био технологийә саһәсидә хизмәт қилидиған түрк алим доктор әли әртүрк вә униң тәтқиқат әтритиниң, адәмниң көзи вә бөрикиниң үч өлчәмлик хәритисини чиқиришта мувәппәқийәт қазанғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, билим дунйасида әли әртүркниң тәтқиқатлири, рак кесәлликлирини давалашта, адәм бәдән әзалирини йетиштүрүштә, адәм меңисиниң хәритисини сизишта дәвр бөлгүч тәрәққийат, дәп қариливатқанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر