11.02.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1357088
11.02.2020

түркийә авази радийоси:  «йеңи шәпәқ гезити», әнқәрәдә түркийә-русийә учришишлири давамлишиватқан бир пәйттә, сүрийә бәшшар әсәд һакимийитиниң йәнә иғвагәрчилик қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бәшшар әсәд һакимийитиниң идлибниң шималиға җайлашқан тафтаназдики түркийә һәрбий базисиға һуҗум қилип, бәш әскәрни шеһит қилғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, һуҗумға һәссиләп җаваб қайтурған түркийә армийәсиниң, бәшшар әсәд һакимийитиниң 115 нуқтисини битчит қилип, 101 әскирини бир тәрәп қилғанлиқи қәйт қилинди.

«стар гезити», словенийә муавин баш министири мирослав серар (Miroslav Cerar) түркийәниң көчмәнликни башқуруш мәсилисидә қолға кәлтүргән мувәппәқийәтлик мусаписини һөрмәт билән тәқдирләйдиғанлиқини әскәртип: «түркийәни районлуқ муһим актийор сүпитидә көримиз, түркийә билән йавропа иттипақи оттурисидики йеқин һәмкарлиқларниң келәчәктә техиму күчәйгән һалда давамлишиши керәкликигә ишинимиз. словенийә түркийәниң йавропа иттипақиға әза болушиниң қоллиғучиси» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», дунйа балдур мәбләғ селиш вә «сәрмайә базарлириниң давоси» дәп қобул қилинидиған «дунйа пәриштә селинма мунбири» (World Business Angels Investment Forum-WBAF) истанбулда өткүзүлидиғанлиқини вә 500 милйард долларлиқ фондни башқуруватқан пәриштә мәбләғ салғучилириниң истанбулға келидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 17-18-феврал күнлири йүзләрчә пәриштә мәбләғ салғучи бир йәргә җәм болидиған мунбәрниң, 92 дөләттин келидиған нурғун вәкилләрниң қатнишиши билән башлинидиғанлиқи билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», зонгулдак бүләнт әҗәвит универстети «263-гризу» аләм әтритиниң америкада өткүзүлгән сүний һәмраһ модели мусабиқисидә иккинчиликни қолға кәлтүргәндин кейин, йәнә бир муһим нәтиҗини қолға кәлтүрүш үчүн тәййарлиқ қиливатқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мәзкур әтрәтниң бу йил (2020) йазда «йанчуқ сүний һәмраһи» дәп билинидиған, чоңлуқи 5 сантиметир келидиған түркийәниң әң кичик сүний һәмраһини аләмгә қойуп беридиғанлиқи қәйт қилинди.

билдүрүлишичә, әтрәт башлиқи чағла дурсун йанчуқ сүний һәмраһини йеңи зеландийәдә қойуп бериш үчүн керәклик рухсәтләрниң елинғанлиқини ейтқан.

«һөррийәт гезити», түркийәниң вухән вируси сәвәбидин йавропадин хитайға «конгрә сайаһити» үчүн баридиғанларниң таллаш обйектиға айлиниватқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 2018-йили түркийәгә 247 сайаһәт парахотиниң кәлгәнликини, 2019-йили 344 сайаһәт парахотиниң кәлгәнликини, бу йил болса, хитайдики вухән вируси сәвәбидин түркийәниң сайаһәттә таллаш обйектиға айланғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر