30.01.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1350021
30.01.2020

«‹һөрийәт› гезити», «әрдоған қуддусни исраилийәгә бериш пиланини қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп тәрипидин елан қилинған аталмиш «оттура шәрқ пилани» һәққидә тохтилип мундақ деди: «аталмиш тинчлиқ пилани һечқачан тинчлиқ вә киризисни һәл қилишта һечнемигә әсқатмайду. дәрвәқә, қуддус пүткүл мусулманларниң муқәддәс җайидур. шуңа, қуддусни исраилийәгә бериш пиланини қобул қилиш әсла мумкин әмәс.»

«‹сабаһ› гезити», «ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу белгийә тоғрулуқ муһим байанатларни бәрди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

чавушоғлу  аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә, белгийәдә давамлишиватқан вә түркийәму дахил болуватқан «ариадна даваси» дәпму билинидиған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ни тәкшүрүш мәсилиси тоғрулуқ белгийә алий сот мәһкимисиниң чиқарған қарариға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «белгийә алий сот мәһкимисиниң террорлуқ тәшкилати п к к һәққидә чиқарған қарариниң қанун билән һечқандақ мунасивити йоқтур. дәрвәқә, бу қарар идеологийә вә сийасәт мәһсулидур.»

«‹вәтән› гезити», «ибраһим қалин пәләстин земининиң халиғанчә сетилидиған мата әмәсликини билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин америка қошма иштатлириниң исраилийә – пәләстин мәсилиси тоғрулуқ түзгән аталмиш «оттура шәрқ пилани» һәққидә елан қилған байанатиға наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «җумһур рәисимиз рәҗәп таййип әрдоғанму тәкитлигинидәк, қуддус бизниң қизил сизиқимиздур. дәрвәқә, пәләстин земини халиғанчә сетилидиған мата әмәстур.»

«‹стар› гезити», «түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң хубей өлкисидики түркийә пуқралирини қайтуруп келиш үчүн һәрикәткә өтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларға орун аҗратти:

түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң хубей өлкисидә оттуриға чиққан йеңи типтики таҗисиман вирус (2019-nCoV) шәкиллик тарқилишчан йуқумлуқ кесәллик сәвәбидин бу өлкидә йашаватқан түркийә пуқралирини түркийәгә қайтуруп келиш үчүн хизмәт ишлиниватқанлиқини, сәһийә министирлиқиниң бу һәқтә пухта тәййарлиқ көрүп қойғанлиқини уқтурди.

«‹хәвәр түрк› гезити», «түркийәниң иқтисадий ишәнч еиндекси % 97.1 болди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә истатистика оргини түркийәниң 2020 – йиллиқ йанвар ейиға мунасивәтлик иқтисадий ишәнч индексини елан қилди. буниңға асасланғанда,  түркийәниң иқтисадий ишәнч индекси 2019 – йили декабир ейида % 96.5 болуп, 2020 – йили % 0.6 ешип, % 97.1 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر