23.01.2020
бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:
түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», хәзинә вә малийә министири бәрат албайракниң, түркийәгә вә истанбул пул-муамилә мәркизигә зор қизиқишниң барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, бәрат албайракниң давоста нурғун чәт әл ширкәтлириниң мәсуллири билән көрүшкәнликини билдүрүп: «истанбулниң пул-муамилә мәркизи болуштәк һекайиси өзликидин парлаватиду. парс қолтуқи вә асийа дөләтлири пул-муамилә мәркизи үчүн зор қизиқиш бар, учришишлар давамлишиватиду» дегәнлики қәйт қилинди.
«һөррийәт гезити», сода министири руһсар пәкҗанниң түркийәниң толуқ мәниси билән ейтқанда, пурсәтләр дөлити икәнликини әскәртип, дунйа миқйасидики чоң ширкәтләрниң түркийәгә мәбләғ селишни ойлишиватқанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, руһсар пәкҗанниң түркийәдики мәвҗут хәлқара мәбләғ салғучиларниң, йошурун күчни наһайити йахши тонуп йәткәнлики үчүн, йеңи мәбләғләрни селип, техиму зорийиш йолини тутуватқанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.
«стар гезити», түркийәниң тог (TOGG) аптомобил ишләпчиқириш гуруһи 2022-йили базарға салидиған аптомобилниң, қирғизистан сода-санаәтчилириниң қизиқишини қозғиғанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, қирғизистанлиқ сода-санаәтчиләрдин мәдәрбәк аитбайевниң: «бу аптомобилдин милйонларчиси закас қилинипту. бу, буниң мувәппәқийәтлик лайиһә икәнликини көрситип бериду. бу мувәппәқийәтлик лайиһәниң бир қисмини оттура асийаға, қирғизистанға апиришни халаймиз» дегәнлики билдүрүлди.
«сабаһ гезити», түркийә мәркизий банкасиниң башлиқи мурат уйсалниң, пул пахаллиқи вә пул сийаситидә инчикә сийасәт иҗра қилиш зөрүр болған мәзгилгә киргәнликлирини ейтқанлиқини хәвәр қилди.
хәвәрдә, йанвар ейида өсүмни төвәнләткәнликлирини билдүргән мурат уйсалниң: «пул пахаллиқида күткән йахшилиниш, бизни бу қәдәмләрни мувапиқ шәкилдә ташлаш имканийитигә игә қилди. мушу йилниң оттурисида, пул пахаллиқи нисбитиниң бир ханилиқ санға төвәнлишини күтимиз» дегәнлики қәйт қилинди.