22.01.2020

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1345177
22.01.2020

түркийә авази радийоси: һөррийәт гезити, «чавушоғлу: <йавропа иттипақи чәткә қақидиған әмәс, қочақлиғучи болуши лазим> деди» сәрләвһлик хәвиридә мунуларни йазди:

шивейетсарийәниң давос йезисида зийарәттә болуватқан ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу түнүгүн ғәрбий балқанлар дипломатийә дийалог йиғиниға қатнашти. мәвлүт чавушоғлу елан қилған байанатида, «биз өз нөвитидә йәнә бир балқан дөлити болуш сүпитимиз билән, балқанниң муқимлиқиға вә балқандики қериндашлиримизниң хатирҗәмликигә зор әһмийәт беримиз. йавропа иттипақи райондики дөләтләргә бәргән вәдисигә әмәл қилиши лазим. чәткә қақидиған әмәс, қочақлиғучи болуши лазим» деди.

хәбәр түрк гезити, «русийә дөләт мудапиә министири шойгу түркийә дөләт мудапиә министири ақар билән көрүшти» сәрләвһлик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгу түркийә дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән телфон сөһбити өткүзди. сөһбәттә идлиб вә ливийә мәсилисидин башқа йәнә, оттура шәрқ вә шималий африқиниң йеқинқи вәзийити үстидә пикир алмаштурулди.

сабаһ гезити, «министир варанк иран муавин пирезиденти билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

санаәт вә техника ишлири министири мустапа вранк түнүгүн иранниң пән - техника ишлириға мәсул муавин пирезиденти сорена саттари билән министирлиқ ишханисида көрүшти. мустапа вранк түркийә билән иран оттурисидики һәмкарлиқниң тәрәққий қилдурулишиниң икки дөләтниңла әмәс, өз нөвитидә йәнә районниң байашатлиқиғиму һәссә қошидиғанлиқини билдүрүп, «өзара тиришчанлиқимиз билән болупму санаәт, техника вә илим пән саһәсидики һәмкарлиқимизни техиму илгирилитәләйдиғанлиқимизға ишинимән» деди.

ситар гезити, «түркийә африқида йәр асти байлиқларни қедирип тәкшүридиған болди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз түркийәниң кан саһәсидики тәҗрибилирини негирийә билән ортақлишишни халиғанлиқини, бу мунасивәт билән негирийәниң ғәрбий җәнубидики 3 кан саһәсидә қидирип тәкшүрүш хизмәтлиридә болидиғанлиқини билдүрди.

йеңи шәпәқ гезити, «чанкириниң таш тузи түркийәниң медитсина туз еһтийаҗини қамдайду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди: 

чанкиридики 5 миң йиллиқ туз ғаридин чиқирилған таш тузи завутларда пишшиқлап ишлинип, сәһийә саһәсидә ишлитилиши үчүн медитсина тузиға айландурулиду. завут мудири һәсән ақгүч түркийәдики омумий истемал еһтийаҗиниң %70 йаки %80 и мушу бир завут тәрипидинла қамдиливатқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر