08.01.2020

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1336798
08.01.2020

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», түркийә җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим калинниң түркийәниң ливийәдә уруш тохтитишқа алдин әһмийәт беридиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, ибраһим калинниң түнүгүн (7-йанвар) ечилған ички кабент йиғини давамлишиватқан пәйттә байанат елан қилип: «биз ливийәдә уруш тохтитишқа, уруш тохтитишниң елан қилинишиға вә һафтәрниң 2019-йили апрел ейидики орниға чекинишигә әһмийәт беримиз» дегәнлики билдүрүлди.

«вәтән гезити», бәшшар әсәд һакимийити, русийә вә иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң сүрийә идлибқа һуҗум қилиши нәтиҗисидә, йеңидин 31 миң пуқраниң түркийә чегра бойлириға көчкәнликини хәвәр қилди.

хәвәрдә, буниң билән, 2019-йили нойабир ейидин башлап бәшшар әсәд һакимийити, русийә вә иранниң қоллиши астидики гуруппиларниң қилған һуҗуми сәвәбидин түркийә чегра бойлириға көчкәнләрниң сани 359 миң 471 кә йәткәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», түнүгүн (7-йанвар) америка пуқраси болған бир террористниң чеградин қоғлап чиқирилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә ички ишлар министирлиқиниң байанат елан қилип, чәт әллик террористларни өз дөләтлиригә қайтуруш ишлириниң давамлишиватқанлиқини вә бу даиридә америкалиқ бир террористниң дөлитигә қайтурулғанлиқини билдүргәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», қатнаш министири җаһит турһанниң 2019-йили түркийәдики айродурумларниң 209 милйон 92 миң 548 йолучиға хизмәт сунғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», дунйа финдиқ ишләпчиқириши вә финдиқ базириниң көп қисмини қолида тутуп туруватқан түркийәниң, 2019-йилида 121 дөләткә 319 миң 772 тонна финдиқ експорт қилип, 2 милйард 28 милйон 727 доллар кирим қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, түркийә 2019-йили әң көп италийәгә 547 милйон 588 миң доллар қиммитидә 83 миң  898 тонна финдиқ експорт қилған.       



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر