18.11.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1308185
18.11.2019

түркийә авази радийоси:«ситар гезити» әлбабда аптомобил бомба билән 18 кишиниң җениға замин болған террорчиниң түркийә истихбарат тәшкилати тәрипидин елип берилған ғәлибилик һәрикәттә тутулғанлиқиға даир хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

дөләт мудапиә министирлиқидин түнүгүн елан қилинған байанатта, сүрийәниң шималидики әлбаб наһийәсидә алдинқи күни аптомобил бомба билән 18 пуқраниң җениға замин болуп, аз дегәндиму 30 кишини йаридар қилған п к к/ й п г террорчисиниң түркийә истихбарат тәшкилатиниң ғәлибилик һәрикити арқилиқ қолға чүшүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», «чәт әлликләр өз тиллири билән түркийәни чүшәндүрди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: 

учур -алақә идариси тәрипидин тәййарланған вә 7 нәпәр чәт әллик өз тиллири билән түркийәни чүшәндүргән «түркийәдә йашаватқан чәт әлликләр» намлиқ филим пүтүн дунйа миқйасида иҗтимаий таратқу вә инетрнет мунбәрлиридә тонуштурилидиған болди. чәт әлликләрниң «түркийә дейилгәндә, әқлиңизгә келидиған алдинқи үч нәрсә немә?» дегән соалға қайтурған җаваблирини өз ичигә алған бу филимдә, түркийәниң тарихи вә күлтүригә вәкиллик қилидиған җайлири шундақла тәбиий мәнзирәлириниңму көрүнүшлиригә алаһидә орун берилиду. 

«хәвәр түрк гезити», «түркийә орман йаңиқидин 10 айда тәхминән 1 милйард 600 милйон доллар кирим қилди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни һәмбәһирләшти:

түркийә 1 йанвардин 31 өктәбиргичә болған мәзгилдә, 100 дин артуқ дөләткә 251 миң 293 тонна орман йаңиқи експорт қилди. бу експорт содиси билән 1 милйард 578 милйон доллар кирим қилди. түркийә бу мәзгилдә әң көп италийәгә орман йаңиқи експорт қилған болди.

«һөррийәт гезити», «таркан аридин 11 йил өткәндин кейин вийеннада» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

сәнәтчи таркан австирийә пайтәхти вийеннада консерт бәрди. тарканниң йавропа зийарити даирисидә, венер ситадһалда бәргән консертиға музика мәстанилири зор қизиқиш көрсәтти. таркан аридин шунчә узун йиллар өткәндин кейин, вийеннадики мәстанилири билән учрашти. у ахирқи қетим вийеннаға 11 йил илгири барғанлиқини вә вийеннадики консертиниң интайин йахши өткәнликини ейтти.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر