06.11.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1301046
06.11.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң түнүгүн (5-нойабир) адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң түркийә бүйүк милләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуруппа йиғинида қилған сөзидә, сүрийәдики бихәтәр районда техичә террористларниң барлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, рәҗәп таййип әрдоғанниң: «бекитилгән бихәтәр район чегралири ичидә террористларниң барлиқини билимиз. террористларни чиқардуқ дәп бизни алдийалмайду. бихәтәр район чегралири сиртидики террористлар хәвпсизлик тармақлиримизға һуҗум қиливатиду. буниңға қарап туралмаймиз. бүгүнгичә болғиниға охшаш, буниңдин кейинму немә қилишимиз керәк болса, шуни қилимиз» дегәнлики қәйт қилинди.

«хәбәр түрк гезити», муавин җумһур рәис фуат октайниң америка тәрипидин тәййарланған «2018-йиллиқ террорлуқ доклати» ниң, түркийәни террорлуқ тәшкилатиға қарши күришидин ваз кәчтүрәлмәйдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди. фуат октай мундақ дегән:

«американиң доклати фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күришимиз болсун, йаки й п г ға қарши күришимиз болсун һечқайсисидин ваз кәчтүрәлмәйду. биз буниңға рухсәт қилмаймиз.»

«йеңи шәпәқ гезити», түнүгүн (5-нойабир) түркийә билән русийә һәрбий қисимлириниң сочи келишими рамкисида, сүрийәдә фират дәрйасиниң шәрқидә иккинчи қетимлиқ ортақ чарлишини әмәлгә ашурғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, шанлиурфа вилайити суруч наһийәсиниң шәрқидики бир нуқтидин төт һәрбий аптомобилдин тәркип тапқан түркийә һәрбий қисминиң, ортақ чарлашқа қатнишиш үчүн чеәрадин ктүп рус һәрбий қисми билән учрашқанлиқи қәйт қилинди.

түркийә вә русийә һәрбий қисимлири, айнуларабниң шәрқий билән телабйадниң ғәрби қисми оттурисидики районда чарлаш елип барған.

«сабаһ гезити», истанбул айродуруминиң «хәлқара айродурумларни баһалаш журнили» (International Airport Review) уйуштурған «оқурмәнләрниң сайлими» намлиқ мусабиқидә, «йилниң айродуруми» мукапатиға лайиқ көрүлгәнликини елан қилди.

«стар гезити», 2019-йилиниң дәсләпки тоққуз ейида түркийәниң оттура шәрқ дөләтлиригә ечилған дәрвазиси һесаблинидиған ширнакниң силопи наһийәсидики һабур чегра еғизидин ирақни асас қилған һалда оттура шәрқ дөләтлиригә қилинған експорт һәҗиминиң 2018-йилиниң охшаш мәзгилигә селиштурулғанда %18 ешип, 1 милйард 679 милйон долларға йәткәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر