23.10.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизтөвәндикичә:

1292952
23.10.2019

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», америкадин кейин, русийә биләнму келишим түзүлгәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти владимир путинниң сочи шәһиридики көрүшүшидә келишим һасил қилинғанлиқи билдүрү лди.

хәвәрдә, 150 саәт ичидә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к әзалириниң қорал-йарағлири билән түркийә чеграсидин 30 километир сиртқа чиқирилидиғанлиқи вә районда түркийә-русийә қисимлириниң бирликтә чарлашлириниң башлинидиғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә дөләт мудапиә министирлиқи сүрийәниң шималида тинчлиқ булиқи һәрикитиниң сиртида йеңи һәрикәткә керәк қалмиғанлиқини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

дөләт мудапиә министирлиқиниң байанатида, 120 саәтлик муддәтниң ахирида, америка тәрипидин п к к|й п г ниң райондин чекинишиниң ахирлашқанлиқиниң билдүрүлгәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанатчиси кристийан линдмейир (Christian Lindmeier) сүрийәниң шәрқий шималида бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к тәрәпдарлири вә бәзи ғәрб таратқулириниң түркийә армийәсини әйибләш үчүн тарқатқан ақ фосфорда көйүп кәткән кишиләр фотографлириниң, буниңдин бурун сүрийәдики охшимиған тоқунуш районлиридин кәлгән фотографлар икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, кристийан линдмейирниң террорлуқ тәшкилатиниң йалғанчилиқлирини вә районниң вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқанлиқлирини әскәрткәнлики қәйт қилинди.

«стар гезити», әнглийәдә чиқидиған «The Times» гезитиниң йазғучиси сара тор (Sara Tor) террорлуқ тәшкилати п к к|й п г|с д г ниң, түркийәдики бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң гумаштиси икәнликини, мәқситигә йетиш үчүн террорлуқ қиливатқанлиқини йазғанлиқини хәвәр қилди.

йазғучи сара тор п к к ниң түркләргә вә күрт (корд) ләргә салған зийанлирини көргәнликини тәкитлигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر