02.09.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1262137
02.09.2019

түркийә авази радийоси: «<стар> гезити», «русийә: түркийәниң сүрийәдә бихәтәр район тәсис қилиш тәлипи орунлуқ (деди)» сәрләвһилик хәвиридә, русийә ташқи ишлар министири сергей лавровниң, түркийә билән америка қошма иштатлири оттурисида һасил қилинған сурийә чеграсида бихәтәр район тәсис қилиш келишими тоғрисида тохтилип, сүрийәниң шәрқий шималиниң пәрқлиқ бир район икәнликини, русийә пирезиденти виладимир путинниң, түркийәниң бу райондики хәвпсизлик мәнпәәтлирини йоллуқ дәп қарайдиғанлиқини ейтқанлиқини йазди.

«<сабаһ> гезити», «ақинчи учқучисиз һава аппаратини синақ қилиш хизмәтлири тамамланди» сәрләвһилик хәвиридә, учқучисиз һава аппаратлирини ишләпчиқиридиған байқар ширкитиниң техника ишлири мудири сәлчуқ байрақтарниң, ақинҗи учқучисиз һава аппаратини синақ қилиш хизмәтлириниң тамамланғанлиқини уқтурғанлиқини йазди.

гезитниң хәвиридә, ақинҗиниң моториниң тунҗи қозғитилған чағдики көрүнүшлирини иҗтимаий таратқудики адреси арқилиқ ортақлашқан байрақтарниң, уда бир қанчә күндин буйан давамлишиватқан тәййарлиқ хизмәтлири сайисида тунҗи қетим моторларниң қозғитилғанлиқи тоғрисида мәлумат бәргәнлики қәйт қилинди.

«<һөррийәт> гезити», «әзәрбәйҗанға визисиз сайаһәт қилиш башлиди» сәрләвһилик хәвиридә, әзәрбәйҗан билән түркийә арисида һасил қилинған визини әмәлдин қалдуруш келишими даирисидә, әзәрбәйҗанға бармақчи болған түркийә пуқралиридин виза тәләп қилмаслиқ түзүминиң түнүгүн (1 – сентәбир) йолға қойулғанлиқи, әзәрбәйҗанға беришни халайдиған пуқраларниң 30 күнгичә әзәрбәйҗанда визисиз туралайдиғанлиқи тоғрисидики учурларға орун бәрди.

«<хабәртүрк> гезити», «анталйа сайаһәтчиликтә тарихий рекорт йаритишқа қарап илгирилимәктә» сәрләвһилик хәвиридә, анталйаға 1 – йанвардин 31 – авғустқичә болған җәрйанда һава йоли арқилиқ 10 милйон 765 миң 946 сайаһәтчиниң кәлгәнликини؛ бултурқиниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда, сайаһәтчиләр санида %16.66 лик ешиш көрүлгәнликини йазди.

гезитниң хәвиридә, дунйаниң әң көп сайаһәтчи күтүвалидиған үчинчи шәһири һесаблинидиған анталйаниң, 16 милйон сайаһәтчи күтүвелиш нишаниға йеқинлишип қалғанлиқи қәйт қилинди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «васкетбол миллий командиси чемпийонлуқни сүрәт билән башлиди» сәрләвһилик хәвиридә, а миллий васкетбол командисиниң, хитайниң саһибханилиқида өткүзүлгән 2019 – йиллиқ дунйа васкетбол федератсийәсиниң чемпийонлуқни талишиш мусабиқисидики тунҗи мусабиқисигә чүшкәнликини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, ә гурупписидики миллий командимиз шаңхәй ориентал тәнтәрбийә мәркизидә йапонийә командиси билән риқабәткә чүшүп, 19 номур пәрқи йаритип, 67 гә қарши 86 номур билән ғәлибә қилған.

хәвәрдә, түркийә миллий командисиниң чемпийонлуқни талишиш мусабиқисидики иккинчи мәйдан мусабиқисигә 3 – сентәбир сәйшәнбә күни түркийә вақти саәт 15 тин 30 минут өткәндә америка командиси билән чүшидиғанлиқи тоғрисидики учурларға орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر