19.08.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1254528
19.08.2019

түркийә авази радийоси: «<хабәртүрк> гезити», «түркийә шәрқий ақдеңиздики һәқлиридин ваз кәчмәйду» сәрләвһилик хәвиридә, адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликниң, түркийәниң 2017 – йили апрелда барбарос һайрәттин паша парахотиниң ғазиантәп фирқәтәйни намлиқ һәрбий парахотниң һәмраһлиқида шәрқий ақдеңизда һидро карбон издәш хизмәтлирини башлиғанлиқини, 2019 – йили болса фатиһ вә йавуз бурғилаш парахотлирини районға әвәтип, һәқ вә мәнпәәтлирини қоғдиғанлиқини әскәрткәнликини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, өмәр чәлик иҗтимаий таратқу тори тивиттердики адреси арқилиқ байанат берип, «армийәмиз районда вә деңиз чегралиримизда <мави вәтән> гә охшаш бир қатар утуқлуқ маневирларни ишқа ашурди. (бу арқилиқ ирадимизниң) қәтийлики тәкитләнди» дегән.

«<стар> гезити», «620 миң сүрийәлик үчүн үмид чириғи: тинчлиқ каридори» сәрләвһилик хәвиридә, түркийә билән америка қошма иштатлири арисида әтраплиқ шәкилдә музакирә қилинған «сүрийәдә тинчлиқ каридори»ниң, һәм бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ниң түркийәгә тәһдит селишиға хатимә беридиғанлиқи, һәм өй – маканлиридин йирақлишип кәткән миңларчә сүрийәликниң өйлиригә қайтиши үчүн үмид чириғи болидиғанлиқини йазди.

хәвәрдә, 2011 – йили сүрийә башланған ички уруш вә арқидин районда баш көтүргән террорлуқ тәшкилатлириниң хәлққә зулум селиши нәтиҗисидә 3 милйон 643 миң 870 сүрийәликниң түркийәдә панаһлинишқа мәҗбур болуп қалғанлиқи қәйт қилинди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, түркийәгә қечип кәлгән сүрийәликләрниң %17и нөвәттә террорлуқ тәшкилати п к к / й п г ишғал қилип туруватқан җайларниң аһалиси икән.

«<вәтән> гезити», «сүрийә чеграсиға әскәр әвәтиш хизмәтлири давам қилмақта» сәрләвһилик хәвиридә, шанлиурфаниң җәйланпинар наһийәсигә бироневиклар вә һәрбийләрниң әвәтилгәнликини йазди.

гезитниң хәвиригә қариғанда, «кирпә» намлиқ бироневиклар билән һәрбийләр олтурған аптобуслардин тәркип тапқан 10 аптомобил түнүгүн җәйланпинар наһийәсигә йетип барған болуп, һәрбийләр сүрийә чеграсидики қисимларни күчәйтиш мәқситидә әвәтилгән.

«<һөррийәт> гезити», «түркийә 4 мәһсулатниң ишләпчиқириш вә експортида дунйа лидери» сәрләвһилик хәвиридә, түркийәниң финдиқи, гиласи, әнҗүри вә үрүкиниң тәми вә сүпити сайисида дунйаға тарқиливатқанлиқини йазди.

хәвәрдә, түркийәниң финдиқ, гилас, әнҗүр вә үрүк ишләпчиқириш вә експорт қилишта дунйада алдинқи қатарда туридиғанлиқи؛ дунйа финдиқ ишләпчиқиришиниң %67 ини, гиласниң %26ини, әнҗүрниң %27ини вә үрүкниң %23 ини өз үстигә алған түркийәниң, бу мәһсулатларни ишләпчиқиришта дунйада биринчи қатардин орун алидиғанлиқи тоғрисидики учурларға орун берилди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «түркийә хитайға мәрмәр теши вә гиластин кейин сүт вә сүт мәһсулатлириниму експорт қилиду» сәрләвһилик хәвиридә, америка қошма иштатлиридин йеза – игилик мәһсулатлирини сетивелишқа чәклимә қойған хитайниң, еһтийаҗини қамдаш үчүн түркийә қатарлиқ башқа базарларға йүзләнгәнликини йазди.

хәвәрдә, түркийәниң хитайға мәрмәр теши вә гиластин кейин сүт вә сүт мәһсулатлириниму експорт қилидиғанлиқи, хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси дең линиң «бу йилниң иккинчи йеримида түркийәниң сүт вә сүт мәһсулатлириму хитайға беришқа башлайду» дегәнлики қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر