09.08.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1250636
09.08.2019

түркийә авази радийоси: «вәтән гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң америка билән сүрийәниң шималида бихәтәр район тәсис қилишқа мунасивәтлик һасил қилған пикир бирликиниң йахши башланғуч болғанлиқини әскәртип: «бу ниң мунбич һәрикәт пиланиға айлинишиға, голлаш мусаписиға айлинишиға рухсәт қилмаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«йеңи шәпәқ гезити», түнүгүн (8-авғуст) түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акарниң армийә иштаби башлиқи йашар гүләр вә армийәниң башқа қоманданлири билән бирликтә шималий қибрис түрк җумһурийитини зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, һулуси акарниң: «түркийә һәм өзиниң һәмдә шималий қибрис түрк җумһурийитиниң һәқ-һоқуқини һәр даим қоғдап кәлди вә давамлиқ қоғдайду» дегәнлики қәйт қилинди.

«һөррийәт гезити», ийул ейида түркийәниң муһим сайаһәт мәркәзлиридин бири болған кападокйа районини 393 миң 728 йәрлик вә чәт әллик сайаһәтчиниң зийарәт қилғанлиқини хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, кападокйадики гөрәмә үсти очуқ музейи әң көп сайаһәтчи күтүвалған.

«сабаһ гезити», истанбул айродурумида икки машина адәмниң йолучиларға хизмәт қилишни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, машина адәмләрни синақ қилиш басқучи ахирлашқандин кейин, бу сан төткә чиқирилидикән. машина адәмләр түркийәдә йасалған болуп, йолучиларниң түркчә вә инглизчә соаллириға җаваб бериштин башқа, екранға көрсәткән учурларға инкас қайтуралайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر