17.07.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1236957
17.07.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәз  твиттерда ақдеңиздики қедерип тәкшүрүшләрдә бесилған йеңи қәдәмләр учурлирини һәмбәһирләп, «оруч рәис парахоти» ниңму йеңи вәзиписини башлайдиғанлиқини билдүргәнликини хәвәр қилди.

«стар гезити», испанийә ташқи ишлар министири җосеф боррел (Josep Borrell) йавропа иттипақиға, түркийә һәққидә шәрқий ақдеңиздики бурғилаш паалийәтлири тоғрисида қарар чиқириштин бурун дипломатийәни ишқа селишни чақириқ қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә билдүрүлишичә, җосеф боррел: «ембарголардин бурун икки қетим ойлинишимиз лазим. чүнки ембарголар иҗра қилинғандин кейин күчини йоқитип қойиду. бу мәсилидә музакирәләргә қайтип келишни тәшәббус қилип, җиддий вәзийәтниң йуқири өрлишиниң алдини елиш керәк. һазир дипломатийәни ишқа селиш вақти» дегән.

«хәбәр түрк гезити», истанбулға 2019-йилиниң дәсләпки бәш ейида 5.4 милйон чәт әллик сайаһәтчиниң кәлгәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», йавропа истатистика ишханиси (Eurostat) йавропа иттипақи вә йавро райониниң 2019-йили май ейидики сода рәқәмлирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

түркийә май ейида йавропа иттипақиға 6 милйард 873.8 милйон йавролуқ мал експорт қилған. түркийә йавропа иттипақидин 6 милйард 309.3 милйон йавролуқ мал импорт қилған болуп, експорт –импорт нисбитидә, 564.5 милйон йавро актип баланис көрүлгән.

«йеңи шәпәқ гезити», голландийә түрк сода-санаәтчиләр җәмийитиниң тәркибидә тәшкил қилинған, голландийә-түркийә сода һәмкарлиқи мәркизиниң «түркийәгә мәбләғ селиш сәпәрвәрлики» ни башлиғанлиқини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر