10.07.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1233213
10.07.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң боснийә-гертсеговинада: «йавропа иттипақи дөләтлири санини онларчә дейишкә болидиған мусапирлар котасида келишәлмигән бир вақитта, түркийә 4 милйондин артуқ мусапирға саһибханлиқ қиливатиду. түркийә пүткүл йавропа қитәсиниң бихәтәрликигә дегүдәк тәңдашсиз һәссиләрни қошуватиду. бирақ, бу қийинчилиққа толған мусапидә йавропалиқ достлиримиздин күткән қоллашни вә инсаний позитсийәни көрәлмидуқ. сүрийәлик мусапирларға сәрп қилиш үчүн дөлитимизгә берилгән вәдиләр ада қилинмиди» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», асийа билән йавропа арисида қайтидин гүлләндүрүлмәкчи болған заманиви йипәк йолиниң бурулуш нуқтисиға җайлашқан түркийәниң, хитайдин әнглийәгә тутишидиған төмүр йоли лайиһәси рамкисида, 21 тирансипорт мәркизи қуридиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, булардин тоққузиниң қурулуши ахирлашқан мәркәзләрниң, күнлүки 2 милйард долларлиқ мал еқишиниң базиси болидиғанлиқи билдүрүлди.

«вәтән гезити», түркийәниң 11-бәш йиллиқ тәрәққийат пиланиға асасән, түркийәдә системилиқ қурулмиси күчлүк болған пул-муамилә органлириниң шәкиллиниши үчүн көп хиллаштуруш елип берилидиғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийәлик алим дотсент доктор сади вурал тәтқиқ қилип йасап чиққан вә дунйадики 30 дөләттә ишлитиливатқан йүз тонуш системисиниң, өткән йили (2018) аргентинада өткүзүлгән G20 дөләт гуруһи йиғинида биринчи қетим дөләт башлиқлириниң аптомобили йаки әмәсликини бекитиш мәқситидә ишлитилгәнликини хәвәр қилди.

игилинишичә, мәзкур система б д т ниң чегра бихәтәрлики хизмәтлиридиму ишлитилгән.

«йеңи шәпәқ гезити», истанбулниң «1-нөвәтлик хәлқара сәнәт мәдәнийәтлириниң нури» намлиқ фестивалға саһибханлиқ қилидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, бу йил (2019) биринчи нөвәтлики өткүзүлидиған фестивалға, оттура шәрқни асас қилған һалда 25 дөләтттин 250 сәнәтчиниң иштирак қиилдиғанлиқи билдүрүлди.

билдүрүлишичә, фестивалдин қолға кәлгән киримниң һәммиси сүрийәлик мусапирлар үчүн ишлитилидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر