08.07.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1231934
08.07.2019

түркийә авази радийоси:  «<йеңи шәпәқ> гезити», «миллий истихбарат тәшкилати билән түркийә армийәси бирләшмә һәрикәт елип барди: п к к ниң йуқири дәриҗилик бир әзаси бир тәрәп қилинди» сәрләвһилик хәвиридә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң аталмиш башқуруш вә иҗраийә ишлири кеңиши әзаси дийар ғарип муһәммәдниң миллий истихбарат тәшкилати билән түркийә армийәсиниң ортақ зәрбә бериш һәрикитидә бир тәрәп қилинғанлиқини йазди.

гезитиниң хәвиридә көрситилишичә, бу қетимқи зәрбә бериш һәрикити, п к к ниң аталмиш мәркизий қараргаһи җайлашқан қандилда тунҗи қетим йуқири дәриҗилик бир п к к әзасиниң бир тәрәп қилиниши билән диққәтни тартқан.

«<стар> гезити», «түркийә <дорини йәрликләштүрүш>кә атланди» сәрләвһилик хәвиридә, сәһийә министири фаһрәттин коҗаниң «дорида йәрликлишиш нисбитимиз %48, йәни сиртқа беқиндилиқимиз %52. алдимиздики мәзгилдә дора, теббий лазимәтликләр вә ваксенида йәрликлишишни күчәйтип, сиртқа беқинишни күнсери азайтидиған бир истратегийә вә позитсийә ичидә болимиз؛ бу җәһәттики ирадимиз интайин қәтий» дегәнликини оқурмәнлири билән ортақлашти.

«<сабаһ> гезити», «<йавуз> парахоти бурғилашни башлашқа тәййарланмақта» сәрләвһилик хәвиридә, енергийә вә тәбиий байлиқлар министири фатиһ дөнмәзниң, йавуз бурғилаш парахотини өткән һәптә гәбзәдин йолға селип қойғанлиқлирини билдүрүп, «нөвәттә мәрсин – ташуҗуда парахотниң бәзи арқа сәп лазимәтликлирини толуқлаш вә тәкшүрүш хизмәтлири елип бериш хизмәтлири давамлишиватиду. иншааллаһ бир һәптә ичидә шәрқий ақ деңизниң биз шималий қибрис түрк җумһурийитидин иҗазәт алған райони – карпазда йавуз парахотиниң тунҗи бурғилаш хизмитини башлиған болимиз» дегәнликини йазди.

«<һөррийәт> гезити», «истанбул айродурумлири 6 айда 48 милйон йолучини күтүвалди» сәрләвһилик хәвиридә, дунйаниң әң муһим авийатсийә мәркәзлириниң бири болған истанбулдики айродурумларда бу йилниң алтә айлиқ мәзгилидә 337 миң 218 ички вә ташқи линийә қатниши билән җәмий 48 милйон 733 миң 184 йолучиниң сайаһәт қилғанлиқини йазди.

«<хабәртүрк> гезити», «түркийә гүлә ишләпчиқириши вә експортида башламчи (орунда)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: йеза – игилик вә орманчилиқ ишлири министирлиқи йеза – игилик тәтқиқати вә сийасәтлири идариси баш мудири өзкан қайаҗан, түркийәниң дунйа гүлә – қақ ишләпчиқиришиниң %63 ини игиләйдиғанлиқини билдүрүп, «түркийә гүлә ишләпчиқириши вә експортида башламчи (орунда)» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر