26.06.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримиз төвәндикичә:

1225312
26.06.2019

түркийә авази радийоси: «стар гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң фирансийәниң шәрқий ақдеңиз вәзийтигә мунасивәтлик байанатлири үстидә тохтилип: «фирансийәниң бу йәр һәққидә дәйдиған һечқандақ нәрсиси йоқ. бу йәрдә түркийә гәп қилиду вә капаләтчи дөләт. гиретсийә гәп қилиду вә уму капаләтчи дөләт. әнглийә гәп қилиду, чүнки уму капаләтчи дөләт. әмма, сән фирансийә гәп қилсаң болмайду, сениң бундақ һоқуқуң йоқ» дегәнликини хәвәр қилди.

«һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң русийәдин сетивелинған «S-400» һава мудапиә системилири тоғрисида байанат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң: «хәвпсизлик еһтийаҗлиримиз тоғрисида охшимиған таллашларға ишикимиз һәр даим очуқ болған. түркийә бу мәсилидә рухсәт елишқа, йаки бесимларға бойун игиш мәҗбурийити йоқ. < S-400> мәсилиси бивастә игилик һоқуқимизға мунасивәтлик мәсилә, буниңдин кәйнимизгә қәдәм ташлимаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

«сабаһ гезити», ирақниң шималида ува тутқан бөлгүнчи террорлуқ тәшкилатиға қарши башланған «пәнҗә һәрбий һәрикити» дә узун мусапилиқ башқурулидиған бомба «бора» ни ишләткән түркийәниң, күчини намайан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, 30 йилдин буйан башқурулидиған бомба тәрәққий қилдурған түркийәниң, бәш йил ичидә русийә ишләпчиқарған «S-400» технологийәсигә еришидиғанлиқи, мусаписи 280 километирға йетидиған «бора» намлиқ башқурулидиған бомбиниң мусаписини 1000 километирға йәткүзүш үчүн тәтқиқатлирини давамлаштуридиғанлиқи билдүрүлди.

«йеңи шәпәқ гезити», русийә сақчилири вә әскәрлириниң түркийәдә дәм алалайдиғанлиқини хәвәр қилди.

русийә һөкүмити 2014-йили ички ишлар министирлиқи хизмәтчилириниң нато дөләтлиридә дәм елишни чәклигән болуп, түркийәму чәкләнгән дөләтләр тизимликидә иди. аридин бир қанчә йил өткәндин кейин, русийә ички ишлар министирлиқи хизмәтчилириниң түркийәдә дәм елишиға имканийәт йаритип беридиған қарар чиққан иди. мәзкур қарардин кейин, йәнә бир хуш хәвәр кәлди. русийә һөкүмити сақчилардин кейин әскәрләргиму түркийәдә дәм елиш рухсити беришқа тәййарланмақта.

«хәбәр түрк гезити», йеза игилик банкасиниң пул-муамилә дунйасидики әң йуқири мукапат һесаблинидиған «әң йахши хәлқаралиқ лайиһә» мукапатиға еришкәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر