14.05.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1200536
14.05.2019

ситар гезити «атмаҗа намлиқ ракетамийот пүтүп чиқишқа аз қалди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә тәқдим қилди: «йуқири техникилиқ һесаблинидиған түркийәниң тунҗи деңиз асти ракетамийоти 1 вә 1 йерим йил ичидә парахотларға орнитилишқа башлиниду. һәр  қандақ һава райида ишләткили болидиған йуқири техникилиқ атмаҗа намлиқ ракетамийот һуҗумға тақабил туруш , нишанни асан пәрқ етиш, тиз инкас қайтуруш вә вәзипини тез сүрәттә орундаш қатарлиқ алаһидиликләргә игә системилар түрткисидә өзгиришчан нишанларниму бир тәрәп қилалайду.»

һүррийәт гезити «түрк һава йоллири ширкити бултур йанфон пирограммисидин 4 милйон 100 миң беләт сатти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «түрк һава йоллири ширкити бултур йанфон пирограммиси арқилиқ 4 милйон 100 миң данә беләт сатти, көп хил алаһидилики болған вә ишәнчилик сайаһәт қолланмисиға айланған йанфон пирограммиси, бултур 75 милйон 200 миң йолучиға мулазимәт қилған түрк һава йоллири ширкитигә зор қолайлиқ елип кәлмәктә.»

һабәр түрк гезити «қуруқ үзүм експортида <узақ шәрқ>бәрикити»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «түркийә қуруқ үзүм експортида <узақ шәрқ>ни базар қилип бекитти, йиллардин буйан бу чоң базарға қилинған експортниң мивиси көрүлүшкә башлиди. қуруқ үзүм експорти дунйа бойичә нопуси әң көп болған хитайға %120, йапонийәгә %87 ашти.»

сабаһ гезити «руслар анталйаға сәлдәк ақти»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «рус сайаһәтчилири анталийадики тарихи макан қәләичи районини әң көп кәзмәктә, қәләичи райони рус сайаһәтчиләр болуп йазлиқ тәтил үчүн анталийани таллиғанлар тунҗи болуп кезидиған районға айланди. сайаһәтчиләр тар вә кичик кочилири болған, тахтай өйләр билән толған қәләичи районини толиму йақтуриду.»

ватан гезити «дейвид гаррет истанбулға келиду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «дунйаға мәшһур немис музикант дейвид гаррет 21-сентәбирдә истанбулда консерт бериду, мәшһур музикант < түгимәс һайат>паалийити даирисидә түркийәгә келиду.»


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر