14.03.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1163171
14.03.2019

түркийә авази радийоси: «‹хәвәр түрк› гезити», «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң залим икәнликини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн әнқәрәдә хәлққә хитаб қилғанда сөзлигән нутиқида, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң 7 йашлиқ пәләстинлик балиларниму қәтл қилидиған залим икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, нетенйаһуни тәнқид қилип мундақ деди: «и нетенйаһу! сән 7 йашлиқ пәләстинлик балиларниму қәтл қилидиған залим болисән, сән айалларниму зинданға ташлайдиған залим болисән. исраилийә әскәрлири билән сақчилири бизниң пәләстиндики ибадәтханлиримизға қончлуқ бәтинкилири билән кириду, биз түркийәдики һечбир мусәви (йәһудий) ға зулум қилмидуқ, йәһудийларниң һечбир ибадәтханисини силәргә охшаш айағ асти қилмидуқ, бизгә иғвагәрлик қилмаңлар, чүнки биз силәрниң суйиқәстлик тузиқиңларға чүшмәймиз, биз бу қилмишиңлардин хәлқара җәмийәттә һесаб алимиз.»

«‹стар› гезити», «җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин бенйамин нетанйаһуға хитаб қилип, исраилийәниң йалған – йавидақлири вә бесимлириниң җинайәтлирини йошуруп қалалмайдиғанлиқини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған һәққидә қилған пәлипәтиш сөзлиригә наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «и нетенйаһу! силәрниң йалған – йавидақлириңлар вә бесимлириңлар садир қилған җинайәтлириңларни һәргизму йошуруп қалалмайду. нетенйаһу әрәбләр вә мусулманлар тоғрулуқ ириқчилиқ қилип, байанатларни бәргәндин кейин, бу қилмиши паш болуп қалғанлиқи үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға һуҗум қиливатиду, у рәһбәрлик қиливатқан ирқчи дөләт пәләстин земинлирини ишғал қиливатиду, балилар вә айалларни өлтүрүватиду, пәләстинликләрни өз земинида зинданларға ташлаватиду. исраилийәниң бундақ йалған – йавидақлири вә бесимлири бу қилмишлирини һәргизму йошуруп қалалмайду.»

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийә ташқи ишлар министирлиқи йавропа парламентиға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң йавропа парламентида қобул қилинған «түркийә доклати» тоғрулуқ елан қилған байанатида,  доклатқа қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ дейилди: «йавропа парламенти тәрипидин қобул қилинған бир тәрәплимә вә битәрәпликтин узақ позитсийәниң бизгә нисбәтән қилчә қиммити йоқтур.»

«‹сабаһ› гезити», «түркийә йавропаға 14 миң тонна лаур йопурмиқи експорт қилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

түркийә германийә, италийә, фирансийә вә голландийә қатарлиқ йавропа әллиригә лаур йопурмиқи вә лаур йеғи експорт қилмақта. муғла йеза игилик вә орманчилиқ ишлири идарисиниң башлиқи шакир фират әркал, бу һәқтә тохталғанда, мундақ деди: « 2018 – йиллиқ истатискилиқ мәлуматларға қариғанда, түркийә германийә, италийә, фирансийә вә голландийә қатарлиқ йавропа әллиригә, муғладин миң тонна болуп, җәмий  14 миң тонна лаур йопурмиқи вә лаур йеғи експорт қилди, буниңдин киргән кирим 40 милйон долларға йетиду.»

«‹һөрийәт› гезити», «русларниң % 91 ти түркийәгә сайаһәт үчүн келиду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә сайаһәт агентлиқлири бирлики тәрипидин һазирланған «русийә сайаһәт доклати» ға асасланғанда, русларниң % 91 ти түркийәгә сайаһәт үчүн келидикән. бултур түркийәгә кәлгән рус сайаһәтчиләрниң сани тарихтин буйанқи әң йуқири сәвийәгә көтүрүлүп, 5 милйон 964 миң 613 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر