01.02.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1137088
01.02.2019

 

түркийә авази радийоси: «сабаһ гезити», «мәвлүт чавушоғлу <адана келишими бизгә пайдилиқ> деди» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни йазди:

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу адана келишиминиң тәпсилатини чүшәндүрүп, «келишимниң қошумчисидә уқтуруш бар. әң ахирида <әгәр келишкән саһәләрдә қәдәм ташланмиса, түркийә, сүрийәниң ичидә керәклик һәрикәтләрни елип бериш һоқуқини сақлап қалиду йаки һәрикәтләрни елип бариду> дейилиду. бу келишим иҗра қилинса, бизгә пайдилиқ болиду» деди.

«хәбәр түрк гезити», «түркийә б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарариға қаттиқ наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә, мунуларни оқурмәнләрниң диққитигә сунди:

қибриста б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң вәзипә өтишигә алақидар 30 йанварда қобул қилинған қарар тәклипигә түркийә ташқи ишлар министирлиқидин инкас қайтурулди.

қайтурулған инкаста, «бу қарарниң қибрис мәсилисиниң һәл қилиниши үчүн көрситиливатқан тиришчанлиқларға әмәлий һечқандақ пайдиси болмайду. б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң вәзипә өтәш муддитиниң узартилиши җәһәттә шималий қибрис түрк җумһурийити даирилириниң мақуллуқи елинмиғанлиқи әң муһим кәмчиллик һесаблиниду. икки район, икки хәлқ вә сийасий баравәрлик асасидики федератсийә қуруш чарисини бир чәткә қайрип қоймастин, башқа барлиқ йолларму музакирә қилиниши лазим» дейилди.

«йеңи шәпәқ гезити», «түркийәниң експорт содиси йуқири өрлимәктә» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

түркийәниң 2018 йили декабир ейидики експорт сода нисбитиниң өрлиши давамлашмақта. түркийә истатистика идариси билән сода министирлиқиниң һәмкарлиқида рәтләп чиқилған 2018 йилиға алақидар вақитлиқ ташқи сода санлиқ мәлуматлири елан қилинди. түркийәниң експорт содиси 2018 йилида илгирики йилға селиштурғанда %7 ешип 168 милйард 23 милйон долларға йәтти.  түркийәниң йавропа иттипақиға қиливатқан експортиму декабир ейида йуқири көтүрүлди. әң көп мал експорт қилинған дөләт германийә болди.

һөррийәт гезити, «русийәгә 30 милйон долларлиқ пәмидур експорт қилинди» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر