30.01.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1135638
30.01.2019

түркийә авази радийоси: «хәбәр түрк гезити», хәлқара енергийә вә муһит йәрмәнкиси конферансиниң баш мудири фәрайә гүрәлниң, түркийә енергийә базириниң чоң өзгириш ичидә икәнликини әскәртип: «бу мәзгилдә бурунқи мәзгилләрдә ғайәт зор нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән електир ишләпчиқиришқа селинған мәбләғләр азайған болса, йеңи селинмилар учур-електирон, йеңилиқ йаритиш вә үнүм йаритишни мәркәз қилған моделлар билән давамлишиватиду» дегәнликини хәвәр қилди.

«вәтән гезити», бор маддисидин дунйада тунҗи қетим совутуш алаһидиликигә игә болған «от өчүрүш уни» ишләпчиқирилғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, патенти мәркизи измирға җайлашқан ширкәткә тәвә болған от өчүрүш униниң, тәркибидә рак пәйда қилидиған мадда болмиған, қаттиқ совутуш техникисида тунҗи мәһсулат һесаблинидиған алаһидиликләргә игә болған, һәмдә түркийәниң тәхминән 3 милйард долларлиқ от өчүргүч импортиниң алдини тосушқа намзат мәһсулат икәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», дөләт мудапиә министири һулуси акарниң түркийә сетивалидиған «F-35 » айропиланлирини асираш ишлириниң әскишәһирдә қилинидиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, һулуси акарниң түркийәниң 100 дин көп «F-35» айропилани сетивалидиғанлиқини билдүрүп: «уларниң ремонти вә асираш ишлири әскишәһирдики биринчи һава армийә фабрикасида қилиниду» дегәнлики әскәртилди.

«стар гезити», сивастики бир ширкәтниң 6 миң кивадрат метирлиқ үсти йепиқ җайға қурған фабрикасида, санаәттә 4.0 сүпитидики аптомобилларға ишлитилидиған чақ оқини ишләпчиқирилидиғанлиқини вә бу мәһсулатни дунйада иқтисадий иккинчи орунда туридиған хитайға експорт қилишни башлиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, мәзкур фабрикада 100 киши ишләйдиған болуп, волво «Volvo» ширкити билән түзүлгән келишим билән, хитайға йилиға 350 миң чақ оқи експорт қилинидиғанлиқи қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», дунйада егизликтә иккинчи орунда туридиған артвиндики ардануч наһийәсигә җайлашқан «җәһәннәм дәрйа җилғиси» ниң, сайаһәтчиликкә ечиветилидиғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, узунлуқи 2.5 километир, егизлики 200 метир вә кәңлики 70 метир келидиған түркийәдики әң егиз җәһәннәм дәрйа җилғисиниң икки йақисиниң, узунлуқи 80 метир, кәңлики 2.5 метир келидиған әйнәк көврүк билән бирләштүрүлүп, сайаһәт вә пийадә йолларниң йасилидиғанлиқи билдүрүлди.           



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر