22.01.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1130674
22.01.2019

ситар гезити: «җумһур рәис әрдоған: бәдилини еғир төләйду, деди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түркийә сода-санаәтчиләр уйушмиси иқтисад кеңишидә сөз қилғанда, террорлуққа қарши елип бериливатқан зәрбә бериш хизмәтлири үстидә тохтилип мундақ деди: биз җуди вә габар  қатарлиқ җайларда террорчиларға зәрбә бәрмәйватимиз, бу бизгә нисбәтән иккинчи пиланда туриду, бизгә нсибәтән биринчи орунда туридиған пилан болса  чеграйимизниң сиртидики террорлуққа вә террорчиларға зәрбә бериштур. бу күришимиз әлвәттә асан әмәс, буниңдин кейинму асан болмайду, биз күришимизни изчил давмлаштуримиз, ким болуштин қәтийнәзәр бизгә азрақла һуҗум қилип қойса, биз униңға бәдилини еғир төлитимиз.»

һабәртүрк гезити: «истанбулда йашаш үчүн 5 сәвәбтин бири»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «нопузлуқ иқтисад вә сода гезитлиридин бири болған пул-муамилә вақти гезити 21-йанвар санида <истанбулда йашаш үчүн 5 сәвәбтин бири>сәрләвһиси астида хәвәр елан қилди. хәвәрдә, истанбулниң заманиви сәнәт мәркизи болуштәк алаһидиликиниң бу 5 сәвәбтин бири икәнлики әскәртилди, хәвәрдә йәнә фирансийәлик йазғучи вә тәтқиқатчи николас боррийадниң башчилиқида <йәтинчи қитә>темиси бойичә чақирилидиған 16- қетимлиқ истанбул  сәнәт паалийитиниң, 2019-йилдики хәлқара сәнәт паалийәтлири қатариға киргүзүлгәнлики билдүрүлди.»

йеңи шәпәқ гезити: «анталйа 2019-йилиға сайаһәт рекорти билән кирди»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти: «анталйаға 2019-йилниң тунҗи ейида кәлгән чәт әллик сайаһәтчи сани бултурқниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда көринәрлик ешип 100миңға йәтти.»

сабаһ гезити: «түрк һава йоллири ширкити <бовл>ға елан бериду»сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «америка дөләтлик путбол бирләшмә мусабиқилириниң һәл қилғучи мусабиқиси өткүзүлидиған атланта шәһиригә бивастә айропилан сәпири болған түрк һава йоллири ширкити, бу қетимқи мусабиқиләргә елан бериду. елан арқилиқ өзини америкада техиму бәкрәк тонуштурушни мәқсәт қилған түрк һава йоллири ширкити, дунйаниң һәр қайси җайлиридин нурғун путбол һәвәскарлирини америкаға айропиланлири арқилиқ елип келиду.»


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر