16.01.2019

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1126698
16.01.2019

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң сүрийәдә тәсис қилиниш еһтимали болған «бихәтәр район» лайиһәси ичидин, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң гумаштиси й п г|п к к ниң орун алмайдиғанлиқини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәниң сүрийәдә «бихәтәр район» тәсис қилиш пикрини американиң сабиқ пирезиденти барак обамаға тәклип қилғанлиқини билдүрүп: «америка сүрийәдә һава контроллуқини қолиға алса, бизму қуруқлуқта хәвпсизликни қолимизға алалаймиз дегән идуқ. обама бу мәсилидә тегишлик қәдәмләрни басмиди, обама буниңда 30 километир кәңликтә болса болиду, дәп қарайтти. мәнму бу пикиргә иҗабий қариған идим. бу мәсилә үстидә йәнә ойлишишқа болиду, һәтта буни йәнә 20 мил кеңәйтишкиму болиду» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә малийә министири бәрат албайрак твиттерда 2018-йилниң декабир ейи вә йанвар ейидин декабир ейиғичә болған хамчот тәңшәш нәтиҗилирини елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, министир бәрат албайракниң йеңи иқтисадий пирограммида, 2018-йилниң ахири тәхмин қилинған хамчот қизил рәқиминиң 72.1 милйард лира икәнликини хатирилитип: «хамчот қизил рәқими нишан қилған рәқәмгә мувапиқ һалда 72.6 милйард лира болди. йеңи иқтисадий пирограммида бекитилгән %1.9 хамчот қизил рәқиминиң миллий кримгә болған нисбәт нишанини әмәлгә ашурған болдуқ» дегәнлики билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», йолучи санида түркийәдә иккинчи орунда, йавропада 13-орунда туридиған истанбул сабиһа гөкчән хәлқаралиқ айродуруми арқида қалдурған 2018-йилида, йолучилар санини %9 ашуруп, 34 милйон 58 миң 917 гә чиқарғанлиқини хәвәр қилди.

«стар гезити», түркийә һава йоллири ширкити (THY) америка қитәсидики муһим шәһәрләрдин мексико сити вә канкунни учуш ториға қошидиғанлиқини хәвәр қилди.

түркийә һава йоллири ширкити учур-алақә ишханисиниң бу һәқтики мәлуматлирида көрситилишичә, түркийә һава йоллири ширкитиниң америка қитәсидики 18- вә 19- учуш нуқтилири болған мексико сити вә канкун сәпәрлири 21-авғуст башлинип, һәптидә үч күн истанбул-мексико сити-канкун-истанбул линйәси бойичә болидикән.

«вәтән гезити», өткән йили (2018) түркийәниң охшимиған районлирида йетиштүрүлидиған амут мевисиниң 53 дөләткә експорт қилинғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә билдүрүлишичә, 2018-йили амут експорти 2017-йилға селиштурулғанда %33.7 ешип, 36.2 миң тоннидин 48.5 миң тонниға йәткән. амут експортидин қилинған кирим тәхминән %10 ешип, 20.3 милйон доллардин 22 милйон долларға йәткән.

2018-йили беһи експортидиму түркийә миқйасида %5 ешип 18.9 миң тоннидин 19.9 миң тонниға йәткән. беһи експортидин қилинған кирим %8 ешип, 12.4 милйон доллардин 13.4 милйон долларға йәткән вә рекорт йаритилған.      


خەتكۈچ: #стар , #вәтән

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر