04.01.2019

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1119123
04.01.2019

түркийә авази радийоси: хәбәр түрк гезити, «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған ирақ пирезиденти салиһ билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған түнүгүн (3-йанвар) рәсмий зийарәт үчүн түркийәгә кәлгән ирақ пирезиденти бәрһәм салиһни мурасим билән қарши алди. айрим айрим вә һәйәтләр ара өткүзүлгән музакириләрдин кейин чақирилған қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған: «түркийә ирақниң йеңидин гүллиниши вә қурулушлирида һәр түрлүк йардәмләрдә болушқа тәййар. тоқунушларда зийанға учриған җайларниң қурулуш хизмәтлири қатарлиқ ул әслиһә лайиһәлиригиму йардәм қилишқа тәййар. өзара сода омумий соммимизни алдинқи йили 16 милйард долларға чиқирип рекорт йаратқан идуқ. әмдиликтә буни 20 милйард долларға чиқирайли» деди.

вәтән гезити, «түркийә билән америка шәрқй ақдеңизда ортақ деңиз мәшқи елип барди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни әскәртти:

дөләт мудапиә министирлиқиниң иҗтимаий таратқу һесаби твиттердин елан қилинған байанатида, «деңиз армийәсигә тәвә «TCG» ғазиантәп вә «TCG» гәмлик һәрбий парахотлири, бир деңиз армийә тик учар айропилани, икки «F-16» типлиқ уруш айропилани билән америка деңиз армйиәсигә тәвә «USS PORTER» уруш парахотиниң қатнишиши арқилиқ 2019 йили 3 йанварда шәрқий ақдеңиздики хәлқаралиқ деңиз тәвәликидә ортақ деңиз мәшқи елип берилди» дейилди.

һөррийәт гезити, «министир албайрақ муһим байанатларни елан қилди» сәрләвһилик хәвиридә, муну учурларға орун аҗратти:

хәринә вә малийә министири бәрат албайрақ пул пахаллиқиға алақидар санлиқ мәлуматлар үстидә тохтилип: «йилниң ахириғичә нишанлиримизниң һәммини ишқа ашурған болимиз.»

йеңи шәпәқ гезити, «пул пахаллиқиға аит санлиқ мәлуматлар елан қилинди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

түркийә истатистика идариси 2018 йили декабир ейи пул пахаллиқиға даир санлиқ мәлуматларни елан қилди. пул пахаллиқи декабир ейида %0.4 гә төвәнлиди. йиллиқ пул пахаллиқи нисбити болса, %20.30 болди.

сабаһ гезити, «йемәк ичмәктә рак кесилигә сәвәб болидиған маддиларни байқайдиған йәрлик үскүнә ишләпчиқирилди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

санаәт вә техника ишлири министири мустафа варанак чәт әлләрдин елип келингән йаки йемәк ичмәкләрдә рак кесилини кәлтүрүп чиқиридиған маддиларниң барлиқи йаки йоқлуқини тәкшүридиған үскүниниң түркийә илим пән вә техника тәтқиқат идариси «TÜBİTAK» тәрипидин «AFLAMAM» дегән нам билән иләпчиқирилғанлиқини ейтти.   

  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر