31.12.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1116512
31.12.2018

түркийә авази радийоси: «<йеңи шәпәқ> гезити», «әрдоған билән меркел телефонда көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән германийә баш министири ангела меркел түнүгүн телефонда көрүшти. җумһур рәислик сарийи тәрипидин елан қилинған вақипландуруш учурида, телефон сөһбитидә икки дөләт мунасивәтлири билән бирликтә сүрийәдики өзгиришләр, йавропаға тәртипсиз көчүш һәрикәтлири вә терроризмға қарши күрәш мәсилилири музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди. икки рәһбәр, мәйли истанбул башлиқлар йиғининиң нәтиҗилириниң, мәйли америка қошма иштатлириниң сүрийәдин чекиниш қараридин кейинки җәрйанни көзитиш үчүн болсун, йеқин алақини давамлаштуруш тоғрисида бирдәклик һасил қилди.

«<сабаһ> гезити», «әдлийә министири гүл муһим сөз қилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: әдлийә министири абдулһамит гүл, фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати / параллел дөләт қурулмисиниң каттибеши фәтһуллаһ гүләнниң қайтурулуши тоғрисида «пат йеқинда америкидин мупәттишләр, әмәлдарлар түркийәгә келиду. алдимиздики айдин башлап әдлийә саһәсидә һәмкарлишиш бойичә учришиш өткүзимиз» деди.

«<вәтән> гезити», «көчмә хәвәрлишиш абонет сани 81 милйонға йеқинлашти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: қатнаш вә үстқурулма ишлири министири мәһмәт җаһит турһан, түркийәдә өткән йилниң ахирида 77 милйон 800 миң болған көчмә хәвәрлишиш абонет саниниң, бу йилниң үчинчи чарикиниң ахирида 80 милйон 600 миңға йәткәнликини билдүрди. министир турһан, учур технологийәлири вә алақә ишлири оргининиң мушу йилниң үчинчи чарикигә мунасивәтлик «түркийә електиронлуқ хәвәрлишиш саһәси 3 айлиқ базар әһвали сан – сипирлири доклати» ни елан қилди. йилниң үчинчи чарикидә бу саһәниң гүллинишни давамлаштурғанлиқини билдүргән турһан, бу әһвалниң саһәниң көрсәткүчлиридә әкс әткәнликини әскәртти.

«<һөррийәт> гезити», «җибилтәпә иранлиқ сайаһәтчиләрниң әң йахши көридиған йери» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәниң алдинқи қатардики қишлиқ сайаһәт мәркәзлириниң бири болған җибилтәпә чана тейилиш мәркизи, иранлиқ сайаһәтчиләрни җәлп қилмақта. қарсниң сариқамиш наһийәсидики сериқ қариғайлиқлири, киристал мисали қарлири вә узунға сузулған чана тейилиш йоллири билән қиш сайаһитиниң ваз кечилмәс маканлириниң биригә айланған 2634 метир егизликтики җибилтәпә, дөләтниң һәрқайси җайлиридин кәлгән йәрлик сайаһәтчиләрдин башқа, йеқинқи йилларда асаслиқи иранлиқ сайаһәтчиләрни күтүвелишқа башлиди. иранлиқ сайаһәтчиләр, сериқ қариғайлиқлар арисидики узунға сузулған йолларда чана тейилишниң һузурини сүрмәктә.

«<хабәртүрк> гезити», «2700 йиллиқ фриг ойунчуқлири» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: фриг дәвригә аит пишурулған лайдин йасалған тәхминән 2700 йиллиқ тарихқа игә үч данә ойунчуқ, мислисиз йадикарлиқ сүпитидә кутаһйа археологийә музейида көргәзмә қилинмақта. күтаһйа музейи мудири мәтин түрктүзүн байанат берип, фриг ойунчуқлириниң симав наһийәсидә 1976 – йили аһалә тәрипидин тепивелинип музейға тапшуруп берилгәнликини билдүрди. у, фриглардин қалған қийалиқтики туралғулар вә йадиларлиқлар, ләһәтләр, черкавлар, пәри турхунлириниң заманимизғичә йетип кәлгәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر