25.12.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридә асасий салмақни игилигән хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1113170
25.12.2018

түркийә авази радийоси: «һөррийәт гезити», түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанниң бәштәпәдә мейипларни хизмәткә орунлаштуруш мурасимида сөз қилип, «сүрийә күрт (корд) лирини п к к|п й д ниң зулумиға ташлап қоймаймиз» дегәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң фират дәрйасиниң шәрқидә һәрбий һәрикәт елип бериш тәййарлиқи тоғрисида тохталғанда: «сүрийә күртлирини п к к ниң қолиға ташлап қоймаймиз. сүрийәдики әрәбләрниң вә күртләрниң мәсилилирини өзимизниң мәсилиси дәп қараймиз. сүрийәдики мәсилә-әркинлик мәсилисидур, земин пүтүнлүки мәсилисидур» дегәнлики қәйт қилинди.

«сабаһ гезити», түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң исираилийә баш министири бенйамин нетанйаһуни, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ға охшаш «бовақ қатили» икәнликини ейтқанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә, түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлуниң түнүгүн (24-декабир) ки тунис зийарити җәрйанида, мухбирларниң зийаритини қобул қилғанда, исираилийә баш министири нетанйаһуниң түркийәгә қарши қилған сөзлири үстидә тохталғанлиқи әскәртилди.

хәвәрдә, мәвлүт чавушоғлуниң: «нетанйаһу йеқинқи мәзгилләрдә наһайити биарам, чүнки сүрийәни парчилийалмайдиғанлиқини чүшәнди. нетанйаһуниң й п г|п к к билән сүрийәни парчилаш мәқсити бар иди. пиланлири бузулди. нетанйаһу билән п к к ниң ортақ алаһидилики һәр иккисиниң <бовақ қатили> болушидур» дегәнлики қәйт қилинди.

«йеңи шәпәқ гезити», түркийә ички ишлар министирлиқиниң бир һәптилик ички хәвпсизликни қоғдаш һәрикәтлири тоғрисида мәлумат елан қилғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, ички ишлар министирлиқиниң бир һәптилик ички хәвпсизликни қоғдаш һәрикәтлиридә 12 террористниң бир тәрәп қилинғанлиқи билдүрүлди.

гезитниң хәвиригә асасланғанда, 24-17-декабир күнлири арисида 2442 қетим һәрикәт елип берилған болуп, күлрәң категорийәдә тутуш буйруқи чиқирилған террорлуқ тәшкилати п к к ниң намдики каттибеши аднан савни өз ичигә алған 12 террорист бир тәрәп қилинған.

«стар гезити», террорлуқ вә қалаймиқанчилиқ чиқиришқа қарши, нефит вә тәбиий газ туруба йоллириниң түркийәдә йасалған учқучисиз айропиланлар билән көзитилидиғанлиқини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, террорлуқ, қалаймиқанчилиқ чиқириш вә түрлүк оғрилиққа қарши нефит вә тәбиий газ туруба йоллиридики муһим нуқтиларниң түркийәдә йасалған учқучисиз айропиланлар, йуқири техникилиқ камералар билән 24 саәт көзитилидиғанлиқи билдүрүлди.

«хәбәр түрк гезити», әнглийә сайаһәтчилириниң 2019-йили үчүн муғланиң мармарис наһийәсидә балдур тизимлитиш нисбитидә %35 ешиш көрүлгәнликини хәвәр қилди.

гезитниң хәвиридә, түркийә сайаһәт агентлиқлири бирлики мармарис районлуқ вакаләтханиси кеңишиниң башлиқи суат әсинниң, әнглийә базиридики җанлиниш вә түркийәгә болған қизиқишниң сайаһәт ширкәтлирини сөйүндүргәнликини ейтқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر