24.12.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1112427
24.12.2018

түркийә авази радийоси: «<һөррийәт> гезити», «җумһур рәис әрдоған арнавуткөйдә сөз қилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, түнүгүн истанбул арнавуткөйдә өткүзүлгән коллектип лента кесиш мурасимида сөз қилип, исраилийә баш министири бунйамин нетанйаһуға қаттиқ наразилиқ билдүрди. әрдоған, «нетанйаһу сән хата ишикни қақтиң. әрдоған зулумға учриғучиларниң садасидур. сән залимларниң авазисән. сән дөләт террорлуқи йүргүзүватисән. сән залимсән» деди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «ибраһим қалин вә өмәр чәлик нетанйаһуға наразилиқ билдүрди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәгә қибриста ишғалчи дәп қарап, түркийә армийәсиниң террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири тоғрисида әйиблигүчи сөзләрни қилған бунйамин нетанйаһуға наразилиқ билдүргән җумһур рәислик сарийи байанатчиси ибраһим қалин, «дөлитидә тәкшүрүшләр арқилиқ баш ағриқи тепип бәргән нетанйаһу, башқиларниң диққитини башқа йаққа бурашқа урунуватиду, бирақ пайдиси йоқ. (бундақ қилиш) исраилийәниң ишғал вә зулум сийасәтлирини һечбир шәкилдә йошуруп қалалмайду, җумһур рәисимизни сүкүткә чүмдүрәлмәйду» деди. адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәликму «җумһур рәисимизгә вә армийәмизгә һуҗум қилиш арқилиқ һәқиқәтләрни йошуруп қалимиз, дәп ойлишиватиду» дегәнләрни қәйт қилди.  

«<сабаһ> гезити», «қандил вә хакуркта һавадин зәрбә бериш һәрикити (елип берилди)» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти:  түнүгүн ирақниң шималиға җайлашқан қандил вә хакурк районида елип берилған һавадин зәрбә бериш һәрикитидә, һәрбий базиларға һуҗум қилишқа тәййарлиниватқан 6 террорчи бир тәрәп қилинди. һавадин зәрбә бериш һәрикитидә террорлуқ тәшкилатиниң өңкүр вә панаһлиниш орунлириму йоқитип ташланди.

«<стар> гезити», «қәһриман деңиз армийәси шәрқий ақдеңизниң хәлқара деңиз тәвәликидики мәшиқ паалийәтлиригә иштирак қилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дөләт мудапиә министирлиқиниң рәсмий тивиттер адреси арқилиқ тарқитилған байанатида, қәһриман деңиз армийәсиниң бир парахоти билән бир тик учар айропиланиниң шәрқий ақдеңизниң хәлқара деңиз тәвәликидики мәшиқ паалийәтлиригә иштирак қилғанлиқи тәкитләнди. байанатта, деңиз армийәмизниң TCG гирәсун намлиқ парахоти вә деңиз тик учар айропиланимиз билән фирансийә деңиз армийәсиниң FS ACONIT парахотиниң иштирак қилиши арқисида 2018 – йили 21 – декабирда шәрқий ақдеңизниң хәлқара деңиз тәвәликидә мәшиқ паалийити елип берилди» дегән ибариләргә орун берилди.

«<хабәртүрк> гезити», «анталйа аридин төт йилдин өткәндин кейин чәт әллик сайаһәтчи санида истанбулдин өтүп кәтти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийәдики чәт әллик сайаһәтчиләр әң көп зийарәт қилған шәһәрләр тизимликидә 2000 – 2014 – йиллири арисида биринчи болған анталйа, 2014 – йили истанбулға тартқузуп қойған рәһбәрлик орнини бу йил қайтурувалди. анталийа шәһәр кеңиши сайаһәт хизмәт гурупписи башлиқи рәҗәп йавуз, рәсмий санлиқ мәлуматларға асасланғанда, бу йилниң өктәбир ейиниң ахирида анталйаниң чәт әллик сайаһәтчи саниниң 12 йерим милйондин ешип кәткәнликини, истанбулниң болса, 11 милйон 340 миңға йәткәнликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر