22.10.2018

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1073301
22.10.2018

түркийә авази радийоси: «<һөррийәт> гезити», «министир турһан елан қилди: түркийә <миллий паравуз> билән дунйада төтинчи болди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: қатнаш вә үстқурулма ишлири министири җаһит турһан, «түркийә, йеқилғу истемали төвән вә чиқими әрзан токлуқ паравуз билән дунйада бу технологийәгә игә фирансийә, йапонийә вә хитайдин кейинки төтинчи дөләт болди» деди. министир турһан (йәнә), түркийәниң тунҗи «токлуқ миллий паравузи» дики йәрликлик нисбитиниң %60 гә йәткәнликини билдүрди.

«<стар> гезити», «конйада ишләпчиқирилған форклифт (қурулуш машиниси) үчүн 49 дөләттин вакалитән сетиш тәлипи кәлди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: конйада йәрлик шундақла миллий имканийәтләргә тайинип ишләпчиқирилған форклифт үчүн 49 дөләттин 151 ширкәт вакалитән сетиш илтимаси сунди. конйада бир ширкәтниң, сәлчуқ университетиниң қоллап – қуввәтлиши билән 2012 – йили башлиған тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш хизмәтлири, 2014 – йилиға кәлгәндә түркийә пән – техника тәтқиқат оргини – түбитакниң қоллап – қуввәтлиши билән сүритини ашурди. ширкәтниң тәтқиқ қилиш – тәрәққий қилдуруш лайиһәлири мәсули маһмут чимән, ишләпчиқарған форклифтләрни асасән чәт әлгә әвәткәнликлирини билдүрүп, «естонийә, австрийә, белгийә вә фирансийә қатарлиқ көплигән йавропа дөлитигә форклифт експорт қиливатимиз. 49 дөләттин 151 ширкәт, бу мәһсулатни вакалитән сетиш үчүн илтимас сунди. һазирғичә чәт әлдә 20 данә вакалитән сетиш орни ачтуқ» деди.

«<хабәртүрк> гезити», «пиндиқ експортиниң йеңи нишани латин америкиси» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: қарадеңиз пиндиқ вә мәһсулатлири експортчилири иттипақи идарә һәйити башлиқи илйас әдип сәвинч, бу мәвсумлуқ йеңи базар нишанлири арисида биразилийә билән мексикиниң барлиқини ейтти. у, пиндиқта 2018 – 2019 – йиллиқ експорт мәвсуминиң 1 – сентәбирдә башланғанлиқини хатирилитип өтти. йеңи мәвсумниң биринчи ейида 25 миң 220 тонна ақланған пиндиқ сетип 135 милйон 262 миң доллар кирим киргүзүлгәнликини әскәрткән сәвинч, експортчиларниң йеңи базар издәш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

«<йеңи шәпәқ> гезити», «түркийә гиләмлири дунйа өйлири зиннәтлиди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: түркийә (мушу йилниң дәсләпки) 8 айлиқ мәзгилидә 1 милйард 440 милйон долларлиқ гиләм експорт қилди. експорт қилинған гиләмләрниң түрлиригә қаралғинида машинида тоқулған гиләмләр 1 милйард 251 милйон доллар билән биринчи қатардин орун алди. әң көп гиләм експорт қилинған дөләт 352 милйон 800 миң доллар билән америка қошма иштатлири болди. бу дөләткә 182 милйон 400 миң доллар билән сәуди әрәбистан, 93 милйон 700 миң доллар билән ирақ, 61 милйон 200 миң доллар билән испанийә вә 60 милйон 300 миң доллар билән португалийә әгәшти.

«<вәтән> гезити», «фатиһ әрдин дунйа иккинчиси болди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: дунйа челишиш мусабиқисиниң әрләр әркин челишиш түри 86 килогирамлиқлар категорийәсидә фатиһ әрдин күмүш медалға еришти. венгирийәниң пайтәхти будапешттики пап ласзло тәнтәрбийә залида өткүзүлгән дунйа челишиш мусабиқисиниң иккинчи күнидә миллий челишчи фатиһ әрдин, әркин челишиш түри 86 килогирамлиқлар категорийәсиниң һәл қилғуч мусабиқисидә америкилиқ дейвид моррис тайлор билән мәйданға чүшти. дунйа челишиш бойичә чемпийонлуқни талишиш мусабиқисигә биринчи қетим қатнашқан фатиһ әрдин, рәқибини техникилиқ үстүнлүккә тайинип 2 гә қарши 12 номур билән йеңип, күмүш медалға еришти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر