04.10.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1062218
04.10.2018

түркийә авази радийоси: «‹сабаһ› гезити», «голландийә түркийәгә мәбләғ селиш тоғрулуқ сигнал бәрди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

голландийә ташқи ишлар министири стеф блок дөләт ишлири зийаритидә болуш үчүн кәлгән әнқәрәдин түркийәгә мәбләғ салидиғанлиқлири тоғрулуқ сигнал берип мундақ деди: «түркийәниң иқтисадий җәһәттин адәттин ташқири дәриҗидә тәрәққий қилиш алаһидилики интайин йүксәк болуп, бу, йеқинқи 10 йил ичидә бизгә бирқанчә қетим намайән қилинди. голландийәдә түркийәгә мәбләғ селишни халайдиған сода – санаәтчиләрниң барлиқини билимән. бу һәқтә қошма иқтисадий комитеттин пайдилиниш вә сода мунасивәтлиримизни тәрәққий қилдурушни халаймиз.»

«‹хәвәр түрк› гезити», «8 – д гуруһиға әза дөләтләр ара сода мунасивәтлирини тәрәққий қилдуруш нишан қилинмақта» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

тәрәққий қиливатқан (8 – д гуруһи) дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи малайшийалиқ баш әлчи ку җаафар ку шааир, 8 – д гуруһиға әза дөләтләр ара мунасивәтләрни күчәйтиш нишанлириниң барлиқини тәкитләп мундақ деди: «әза дөләтләр ара сода мунасивәтлирини йәниму күчәйтип, сода омумий соммисини икки һәссә ашуруш пиланини көздин кәчүрүватимиз. авғуст ейида истанбул сабиһа гөкчән хәлқара айродуруми билән 8 – д гуруһи оттурисида келишим имзаланған болуп, бу келишимгә асасән, сабиһа гөкчән хәлқара айродуруми 8 – д гуруһиниң тунҗи айродуруми болуп қалди.»

«‹стар› гезити», «химийә санаити саһәси експортта иккинчи рәткә тизилди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

химийә санаити саһәсиниң сентәбир ейидики експорт миқдари бултурниң охшаш мәзгилигә селиштурғанда % 17.79 ешип, 1 милйард 534 милйон долларға йәтти. шуниң билән бу саһә, аптомобил санаити саһәсидин қалса түркийәниң әң көп експортни ишқа ашурған иккинчи саһәси болуп қалди. сентәбир ейида әң көп експортни ишқа ашурған дөләтләр тизимликидә, 129 милйон 726 миң долларлиқ експорт миқдари билән испанийә биринчи рәткә, 104 милйон 959 миң долларлиқ експорт миқдари билән мисир иккинчи рәткә, 82 милйон 660 миң долларлиқ експорт миқдари билән ирақ үчинчи рәткә тизилди. кейинки рәтләргә нөвәт билән америка қошма иштатлири, һиндистан, гиретсийә, сәуди әрәбистан, италийә вә әнглийә қатарлиқ дөләтләр тизилди.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «америкилиқ сайаһәт йазғучиси тунҗи рәткә кападокйани киргүзди» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

дунйаға даңлиқ америкилиқ сайаһәт йазғучиси сопһе миура барлиқ заманлар бойичә әң йахши 5 сайаһәт райониниң тизимликини елан қилди вә тизимликтә кападокйани биринчи рәткә киргүзди. у, бу һәқтә тохталғанда мундақ деди: «кападокйа маңа нисбәтән тепилғусиз бир йәр. мән у йәрдә балон билән учтум, җүмлидин мән һайатдимда айға бунчилик йеқинлишип бақмиған идим.»

униң тизимликидә, қаратағниң котор райони иккинчи рәткә, силовенийәниң « Lake Bled » райони үчинчи рәткә тизилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر