27.09.2018

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

1057736
27.09.2018

түркийә авази радийоси: «‹стар› гезити», «җумһур рәис әрдоған германийәдин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини <террорлуқ тәшкилати> дәп етирап қилишини күтүватқанлиқлирини ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған уда 3 күн давамлишидиған берлин зийарити һарписида, германийә таратқулири үчүн малақә йазди. мақалисидә, германийәдин түркийәниң п к к вә фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға қарши күришини қоллишини күтүватқанлиқини әскәрткән җумһур рәис әрдоған, германийәдин фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатини «террорлуқ тәшкилати» дәп етирап қилишини күтүватқанлиқлирини, түркийә билән германийәниң қандақтур бир сода урушиниң алдини елиш үчүн һәмкарлиқ асасида һәрикәт қилишиниң зөрүрлүкини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлирниң мәсулийәтсиз сийасәтлири нөвәттә дунйани пәрвасизларчә сода урушиға иттирмәктә.»

«‹вәтән› гезити», «йавропа иттипақи <идлиб келишими> үчүн түркийәгә рәһмәт ейтти» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларға орун аҗратти:

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 73 – нөвәтлик омумий кеңәш йиғини даирисидә ишқа ашурулған «йавропа иттипақи саһибханилиқидики сүрийә киризиси йиғини» темилиқ олтурушта ечилиш нутиқи сөзлигән йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик сийасәтлири алаһидә вәкили федерика моғерини, сүрийәниң идлиб районида уруш тохтитиш мәқситидә русийәниң сочи шәһиридә һасил қилинған «идлиб келишими» сайисида йеңи бир қәтлиамниң алди елинғанлиқини ейтип, түркийә вә русийәгә рәһмәт ейтти.

«‹йеңи шәпәқ› гезити», «түркийә хәлқара кан ишлири ширкити қуриду» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики учурларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

енергийә вә тәбиий байлиқлар министири митһат җансиз, түркийә сиртида кан байлиқлирини қидирип тәкшүрүш вә башқуруш паалийәтлирини елип бериш үчүн йеңи бир ширкәтниң қурулидиғанлиқини ейтти.

буниңдин мәқсәтниң, түркийәниң йәр шари характерлик кан байлиқлири базарлирида муһим рол ойниши, күчлүк актийорлуқ роллини җари қилдуруши вә хам мадда билән тәминләш мулазимитиниң бихәтәрликини қоғдаш икәнликини қәйт қилған җансиз, бу нишанға асасән, түркийә сиртида кан байлиқлирини қидирип тәкшүрүш вә башқуруш паалийәтлирини елип бериш үчүн йеңи бир ширкәт қуруш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини тәкитлиди.

«‹сабаһ› гезити», «кадикөй дунйа бойичә чоқум сайаһәт қилишқа тегишлик районлар тизимликидә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

әнглийәдә чиқидиған сайаһәт журнили « Time Out » дунйа бойичә чоқум сайаһәт қилишқа тегишлик 50 сайаһәт райониниң тизимликини елан қилди. журнал, хизмәтчи – хадимлириниң қарашлири билән 15 миң киши қатнашқан рай синаш нәтиҗисини бирләштүрүп, бир тизимлик турғузди. шуниң билән бир вақитта, тизимлик турғузуш өлчимини, мәлум бир сайаһәт районини сайаһәт қилғучини, өзини сайаһәтчидәк әмәс, худди шу районниң өз аһалисидәк һес қилдуруш, қилип бекитти.

журнал, истанбулниң асийа тәрипигә, мармара деңизи саһилиға җайлашқан кадикөй райониниму мәзкур тизимликкә киргүзди, һәмдә кадикөйниң йүзләрчә чайханилири, ресторанлири, лайиһәләш истидийолири вә дуканлири билән, шәһәрни техиму тинч һаләттә көрүшни халайдиғанлар үчүн чоқум зийарәт қилишқа тегишлик бир район икәнликини тәкитлиди.

«‹һөрийәт› гезити», «дунйа бойичә әң қәдимки йадикарлиқ вә ибадәтхана түркийәдә» сәрләвһилик хәвиридә, төвәндики мәлуматларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

шанлиурфа вилайити чеграсиға җайлашқан 12 миң йиллиқ тарихқа игә гөбәклитәпә, йеқиндин буйан дунйаниң күнтәртипидин орун алмақта.

инсанийәт тәрипидин бәрпа қилинған тунҗи ибадәтхана болуш алаһидиликигә игә болған саһә, тарихниңму қайтидин йезилишға сәвәб болди.  билинидиған әң қәдимки олтурақ райониға бәрпа қилинған район, сайаһәт ишлрииниму барғансери  җанландурмақта.

гөбәклитәпә бу йил бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати (UNESCO) ниң дунйа мираслири тизимликигә киргүзүлди. археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири саһәсиниң чоңлуқиға қарап, райондики археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлириниң уда 150 йил давамлишидиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر