20.03.2017

бүгүнки түркийә гезитлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

694931
20.03.2017

түркийә авази радийоси: «<сабаһ> гезити», «ниқаблиқ танса әмди ахирлашти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, йеқинқи күнләрдә йавропада йүз бәргән ишларниң түркийәгә қарши қилиниватқан күрәшниң йеңи бир басқучқа қәдәм қойғанлиқини намайан қилғанлиқини ейтти. әрдоған, <һазирғичә гумаштилири билән؛ қорал бәргән, өшнисини силап қойған террорлуқ тәшкилатлири؛ бир долларға сетивалған җасуслири билән бизни булуңға қистимақчи болғанлар, нөвәттә биваситә өзлири мәйданға чүшти. ниқаблиқ танса ахирлашти. йәни, дипломатийәниму бир чәткә қайрип қойушти, нийәтлирини йошуруш еһтийаҗи һес қилишмиди. бизгә етәк астидин калтәк көрситишкә урунғучиларға ейтимәнки, у күнләр әмди өтмүштә қалди. бу милләтни һечким тез пүктүрәлмәйду> деди.»

«<стар> гезити», «германийә қоли қанлиқ тәшкилатқа кәң қорсақ муамилә қилди» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «әдлийә министири бәкир боздағ, германийәдә PKK террорлуқ тәшкилатиниң паалийитигә рухсәт қилинғанлиқи һәққидә тохтилип, <йәнә бир қетим әйибләймән. буни һечким демократийә билән, пикир әркинлики билән, йиғилиш һоқуқи билән изаһлийалмайду. дунйаниң һечқандақ йеридә террорчилар, террорлуқ тәшкилатлири үчүн, қолидин қан темиватқанлар үчүн һечбир демократик дөләттә бундақ имканийәт берилмәйду> деди. боздағ, германийәниң фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати, PKK вә DHKP-C әзаси шундақла башқа террорчилар үчүн <ишәнчлик бир порт> болуп көрүнүватқанлиқини ейтти.»

«<хабәртүрк> гезити», «асман – земин шеһитләр үчүн йориди, он миңларчә адәм чанаққәләдә учрашти» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «шеһитләрни хатириләш күни вә чанаққәлә деңиз зәпириниң 102 йиллиқи түнүгүн көркәм паалийәтләр арқилиқ тәбрикләнди. хатириләш даирисидә шәһәргә барған он миңларчә киши, әтигәндин тартипла гәлиболу йерим арили тарихий саһәсидики  шеһитләр абидисини екскурсийә қилди. түркийә һава армийәси чанаққәлә боғузи асминидики учур маһарәтлири арқилиқ һәммини таң қалдурди. кәчтә етилған етилдақлар чанаққәлә боғузини йорутти.»

«<йеңи шәпәқ> гезити», «бай русқа түркийәдин алаһидә илтипат» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «бу (йил) йаз мәзгилидә түрк хусусий авийатсийәсини таллап келиватқан бай әрәбләргә һәшәмәткә мәптун бай русларму қошулиду. плурес һава йоли ширкити башлиқи җәнк гөкан, өткән йили тәтилини түркийәдә өткүзгән оттура шәрқ, парс қолтуқи әллири вә шималий африқилиқ бай әрәб сайаһәтчилириниң түркийә хусусий авийатсийәсини таллиғанлиқини әскәрткән һалда, <бу йаз бай, кәйп – сапаға мәптун рус сайаһәтчиләрниму әң йеңи модел хусусий айропиланлиримиз билән түркийәгә елип келимиз> деди.»

«<вәтән> гезити», «сөйгү айропилани қозғилиду» сәрләвһилик хәвиридә төвәндики учурларни оқурмәнлири билән ортақлашти: «африқиниң әң йоқсул дөләтлириниң бири, шундақла йеқинқи йилларниң әң еғир қурғақчилиқ вә ачарчилиқ хәвпигә дуч кәлгән сомали үчүн холийвуд чолпини бен ситиллер башчилиқидики даңлиқ шәхсләр иҗтимаий таратқуда <сөйгүмизни тошуңлар> дегән шоар астида йардәм сәпәрвәрлик паалийити башлиди. түркийә һава йоллири ширкити қоллап – қуввәтлигән сәпәрвәрлик паалийити милйонларчә кишигә йәтти. 60 тонна йардәм әшйаси йүкләнгән түркийә һава йоллири ширкити айропилани 27 – мартта моқдишуға қониду. твиттерда көплигән кишиләр түркийә һава йоллири ширкитигә миннәтдарлиқ учури йоллап, уни махтиди вә <буниңдин кейин силәр билән учимән> дегәнләрни қәйт қилди. түркийә һава йоллири ширкитиму <сомалини сөйимиз> дәп җаваб қайтурди.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر